роминийә баш министири: түркийәниң йавропа иттипақиға әза болушини қоллашни давамлаштуримиз

йавропа иттипақиниң нөвәтчи рәиси роминийәниң баш министири виорика дансила, түркийәниң йавропа иттипақиға әза болушини қоллашни давамлаштуридиғанлиқлирини әскәртти.

1162429
роминийә баш министири: түркийәниң йавропа иттипақиға әза болушини қоллашни давамлаштуримиз

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақиниң нөвәтчи рәиси роминийәниң баш министири виорика дансила, түркийәниң йавропа иттипақиға әза болушини қоллашни давамлаштуридиғанлиқлирини әскәртип, «түркийә йавропа иттипақиға нисбәтән һалқилиқ әһмийәткә игә бир шерик» деди.

роминийә һөкүмити йазма байанат елан қилип, баш министир дансиланиң түркийәниң бүкрәштә турушлуқ баш әлчиси фүсун арамазни қобул қилғанлиқини билдүрди.

дансила, икки дөләт арисидики истратегийәлик шерикликни тайанч қилған мунасивәтләрниң муһимлиқини тәкитләп, түркийәниң, роминийәниң йавропа иттипақиға әза дөләтләр сиртидики әң муһим иқтисадий шерики икәнликини ейтти.

түркийәниң йавропа иттипақиға әза болушини қоллашни давамлаштуридиғанлиқлирини билдүргән роминийә баш министири, йавропа иттипақиниң нөвәтчи рәислики мәзгилидә роминийәниң иҗабий йөнилиштә һәрикәт қилидиғанлиқини қәйт қилди.

у, түркийәниң райондики қийинчилиқларни бир тәрәп қилип кетәлигәнликини вә ортақ мәнпәәтләрни тәқиб қиливатқанлиқини тәкитләп, «түркийә йавропа иттипақиға нисбәтән һалқилиқ әһмийәткә игә бир шерик» деди.

баш әлчи арамаз болса, роминийә билән наһайити йеқин шундақла күчлүк мунасивәт вә һәмкарлиқни һәрқайси саһәләр бойичә техиму илгири сүрүш йолида күч чиқиридиғанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر