айродорумда бовақ балисини унтуп қалған ана сәвәбидин айропилан арқиға йанди

сәуди әрәбистанниң җиддә шәһиридин малайшийаниң пайтәхти куала лумпурға қарап учқан йолучи айропиланида бир айал, бовақини айродорумда унтуп қалғанлиқини билдүргәндин кейин айропилан җиддигә қайтти.

1161760
айродорумда бовақ балисини унтуп қалған ана сәвәбидин айропилан арқиға йанди

 

түркийә авази радийоси хәвири: син һәмбәһирлишиш тори «YouTube» дә елан қилинған видеода, куала лумпурға кетиватқан айропиланниң учқучисиниң җиддидики һава қатнаш контирол суписиға қайта қонуш тәлипидә болғанлиқи көрситилди.

малайшийа ахбаратлириниң хәвиридә, учқучиниң мәзкур видеода һава қатнаш контирол суписиға чақириқта болуп, «бир йолучимиз бувақ балисини күтүш залда унтуп қапту. қайтип қаналамдуқ?» дегән тәләпни йоллиғанлиқи, контрол сописидики мәсул хадимниң һәйранлиқ ичидә «чүшәндим, қайтсиңиз болиду, бундақ ишни тунҗи қетим аңлаватимиз» дәп җавап қайтурғанлиқи билдүрүлди.

айропилан һаваға өрләп қисқиғинә вақттин кейин җиддәдики падишаһ абдул әзиз айродорумиға қайтип кәлди.

айал бувақ балсини айродорумда қандақларчә унтуғанлиқи һәққидә һечқандақ байанат бәрмиди.

«YouTube» ға қойулған учқучи билән һава қатниши контрол суписидики хадимниң сөһбитиниң  50 миң қетим көрүлгәнлики билдүрүлди.  

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر