болто н: даеш давамлиқ тәһдит шәкилләндүрмәктә

ақсарай дөләт хәвпсизлик ишлири мәслиһәтчиси җон болтон террорлуқ тәшкилати даешниң давамлиқ тәһдит шәкилләндүрүватқанлиқини ейтти.

1161187
болто н: даеш давамлиқ тәһдит шәкилләндүрмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: болтон америкиниң «‹ ABC › телевизийә қанили» ға бәргән байанатида, америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң террорлуқ тәшкилати даешниң районлуқ үстүнлүкини пүтүнләй қолдин берип қойғанлиқиға қарита байанатиниң, даешниң пүтүнләй йоқғалғанлиқидин дерәк бәрмәйдиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «наһайити обдан билимизки, нөвәттә даеш җәңчилири сүрийә вә ирақта тарқақ һаләттә мәвҗудийиитини давамлаштурмақта, һәмдә дунйаниң башқа җайлирида күчини зорайтишқа ттиришмақта, җүмлидин даеш давамлиқ тәһдит шәкилләндүрмәктә.»

америка қошма иштатлириниң сүрийәдә 400 әскәр қалдуруш қарари тоғрилиқму тохталған вә бу қарарниң даешниң тәкрар күчлинишигә тақабил туруш мәқситидә чиқирилғанлиқини қәйт қилған болтон, мундақ дәп көрсәтти: «америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң ирақтики америкиниң һәрбий мәвҗудийини давамлашутуруш вә сүрийәдә кичик бир көзитиш қисми турғузуш қарари чиқиришиниң пәрдә арқсиидки сәвәбләрдин бири, даешниң өзини йеңилаш еһтималлиқиниң барлиқидур. бундақ әһвал астида, даеш қайта оттуриға чиқса, мудахилә қилимиз.»

у йәнә, даешниң қайтидин тирилиш урунушлирини бир тәрәп қилиш мәсилисидә әнглийәлик вә фирансийәлик кәспдашлири билән сөһбәт елип барғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر