америкида мусулманлар әң көп айримчилиққа учриған

америкида елип берилған йеңи бир тәкшүрүштә, әң көп айримчилиққа учриғанларниң мусулманлар икәнлики оттуриға чиқти.

1159978
америкида мусулманлар әң көп айримчилиққа учриған

 

түркийә авази радийоси хәвири: америкиниң алдинқи қатардики хәвәр мунбәрлиридин «The Hill» тәтқиқат ширкитиниң «HarrisX» билән ортақ елип барған тәкшүрүшлиридә, америкида әң көп айримчилиққа учриған диний гуруппилар һәққидә тәпсилий нәтиҗиләр елан қилинди.

1 - марттин 3мартқичә тизимға елинған 1003 нәпәр сайлиғучи үстидә елип берилған тәкшүрүшкә қетилғанларниң %85 и америкида әң көп айримчилиққа учриғучиларниң мусулманлар икәнликини билдүрди.

америка авам палатасиға миннесотадин киргән тунҗи мусулман айал парламент әзаси илхан өмәрниң исраилийә һәққидә қилған сөзлири билән башланған талаш тартишларниң тәсиридә елип берилған тәкшүрүш америкидики диний айримчилиққа даир пикирләрни оттуриға қойуш җәһәттин мәнилик дәп қаралди.

илхан өмәргә алақидар талаш тартишлар давамлишиватқан бир пәйттә америка ислам мунасивәтлири кеңиши «CAIR» тәрипидин елан қилинған йеңи тәкшүрүш нәтиҗисидиму, йеқиқни мәзгилдин буйан америкида исламға өчмәнлик қилиш еқиминиң йуқири өрләватқанлиқини оттуриға қойуп, һәмминиң диққитини тартқан иди. 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر