иранда 19 милйон адәм йоқсуллуқ ичидә йашимақта

ирандики теһран университети пәнләр оргини әзаси вә сабиқ қатнаш вә шәһәрчилик ишлири министири аббас аһунди иран шәһәрлиридә милйонларчә адәмниң йоқсуллуқ ичидә йашаватқанлиқини ейтти.

1158325
иранда 19 милйон адәм йоқсуллуқ ичидә йашимақта

түркийә авази радийоси хәвири: ирандики теһран университети пәнләр оргини әзаси вә сабиқ қатнаш вә шәһәрчилик ишлири министири аббас аһунди, шәһәрләрдики 19 милйон адәмниң йоқсуллуқ сизиқида йашаватқанлиқини ейтти.

аббас аһунди, теһранда ечилған «шәһәр қурулушини йеңилаш вә башқуруш» темилиқ бир йиғинда сөз қилип, «шәһәрләрдә 19 милйон адәм йоқсуллуқ сизиқида йашаватиду. бу сан дөләтниң төттин биригә тоғра келиду» деди.

иран рәсмий хәвәр агентлиқи – ирнаниң билдүрүшичә, шәһәрләргә җәмийәтшунаслиқ нуқтисидин қараш керәкликини әскәрткән аһунди, шәһәр қурулушини йеңилашниң шәһәрләрниң иқтисадий вә иҗтимаий җәһәттин тәрәққий қилишиға һәссә қошидиғанлиқини ейтқан.

у йәнә, пирезидент һәсән руһани һөкүмитиниң 10 йил ичидә дөләт миқйасида 2700 мәһәллини шәһәр қурулушини заманивилаштуруш даирисидә қайтидин қуруп чиқишни пиланлаватқанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر