сәуди әрәбистан тарихида тунҗи қетим бир айал баш әлчиликкә тәйинләди

мәликә рима бин бәндәр, сәуди әрәбистан тарихида баш әлчиликкә тәйинләнгән тунҗи айал болди.

1151439
сәуди әрәбистан тарихида тунҗи қетим бир айал баш әлчиликкә тәйинләди
suudi veliaht prens selman.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадиси, қошумчә мудапиә министири муһәммәд бин сәлман, тунҗи қетим дадисиниң орнида падишаһлиқ қарарнамиси чиқирип, сәуди әрәбистанниң вашингтонда турушлуқ баш әлчиси, өз бир туғқини халид бин сәлманниң орниға мәликә римани тәйинлиди.

сәуди әрәбистан рәсмий хәвәр агентлиқи – спаниң хәвәр қилишичә, шаһзадә муһәммәд бин сәлман, чәт әлдә зийарәттә болуватқан дадиси падишаһ сәлман бин абдуләзизға вакалитән үч парчә қарарнамә мақуллап, бир туғқини шаһзадә халид бин сәлманниң орниға вашингтон баш әлчиликигә мәликә рима бин бәндәр бин султан бин абдуләзиз ал суудни тәйинлигән.

сәуди әрәбистан тарихида баш әлчиликкә тәйинләнгән тунҗи айал болған мәликә рима, рийадниң вашингтонда турушлуқ сабиқ баш әлчиси дадиси шаһзадә бәндәр бин султан бин абдуләзиздин бәш басқуч йәни 14 йил өткәндин кейин мәзкур вәзипигә тәйинләнди.

халид бин сәлманни вәзипидин елип муавин мудапиә министирлиқиға тәйинлигән шаһзадә муһәммәд бин сәлман, йәнә йәмәндики һусийларға қарши давамлишиватқан уруш түпәйли сәуди әрәбистанниң җәнубий чеграсида вәзипә өтәватқан әскәрләргә бир мааш мукапат берилиши тоғрисида буйруқ чүшүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر