иран америка билән музакирә өткүзүшниң шәртини билдүрди

иран һөкүмити америка қошма иштатлири билән өз-ара һөрмәт қилиш пиринсипи даирисидә музакирә өткүзүшкә тәййар икәнликини билдүрди.

1144446
иран америка билән музакирә өткүзүшниң шәртини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: иран пирезиденти һәсән руһани, америка билән өз-ара һөрмәт қилиш пиринспи даирисидә музакирә өткүзүшкә тәййар икәнликини ейтти.

иран рәсмий хәвәр агентлиқи ирананиң бу һәқтики хәвиридә, пайтәхт теһранда министирлар кеңиши йиғинида сөз қилған һәсән руһаниниң американиң иранға қаратқан иқтисадий ембаргосиниң дөләт иқтисадиға зор бесим елип кәлгәнликини әскәрткәнлики билдүрүлди.

америка билән өз-ара һөрмәт қилиш пиринсипи даирисидә музакирә өткүзүшкә тәййар икәнликини ейтқан руһани: биз дийалогқа толиму әһмийәт беримиз, әгәр бирси мәлум бир мәсилидә биз билән сөһбәт өткүзүшни халиса вә хәлқимиз билән қанунлиримизға һөрмәт қилса музакирә өткүзүшкә тәййармиз, деди.

һәсән руһани америка ембарголириниң иран иқтисадиға зийан елип кәлгәнликини, бирақ иран дөлитиниң америкаға қәтий тәслим болмайдиғанлиқини әскәртип мундақ деди: «иран хәлқи дүшмәнгә қәтий тәслим болмайду, тәслим болушниң айиғи түгимәйду, әгәр америкаға баштила тәслим болсақ ахирғичә буниңдин қутулалмаймиз.»

иран инқилабиниң 40-йиллиқи мунасивити билән өткүзүлгән хатириләш паалийәтлиригә қатнашқанларниң саниниң толиму йуқири болғанлиқини, бу әһвалниң иран хәлқиниң америкаға тиз пүкмәйдиғанлиқини көрситип беридиғанлиқини ейтти.

америка пирезиденти доналд трамп, бу йил 6-йанварда американиң иран билән һасил қилинған йадро келишимидин чекинип чиқишидин  кейин иранға қаритилған ембарголар үстидә тохтилип мундақ дегәниди: «иранниң әһвали йахши әмәс, биз билән музакирә өткүзүшни халайду.»

иран ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси бәһрам қасими, вашингитон һөкүмитиниң йадро келишимидин чекинип чиқишидин  кейин иранни музакирә өткүзүшкә қистиғанлиқини, бирақ иранниң буниңға йеқин кәлмигәнликини ейтқаниди.  


خەتكۈچ: #иран , #америка

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر