помпейо «2-шималий еқим» лайиһәси вә хитай технологийәлириниң хәтәрлик икәнликини илгири сүрди

америка ташқи ишлар министири майк помпейо русийә газини германийәгә йәткүзидиған «2-шималий еқим» лайиһәсиниң, йавропаниң енергийә бихәтәрликигә тәһдит салидиғанлиқини илгири сүрди.

1144100
помпейо «2-шималий еқим» лайиһәси вә хитай технологийәлириниң хәтәрлик икәнликини илгири сүрди
Pompeo-Czaputowicz.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министири майк помпейо полшадики рәсмий дөләт ишлири зийаритидә, ташқи ишлар министири йасек чабутович (Jacek Czaputowicz) билән көрүшүп, бирликтә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

майк помпейо «2-шималий еқим» лайиһәсиниң йавропаниң енергийә бихәтәрлики үчүн тәһдит икәнликини илгири сүрүп, мундақ деди:

«вашингтон туруба йоли лайиһәсигә қарши чиқиду, чүнки бу русийәниң тәбиий газ експортидики артуқчилиқини ашуруп, башқа йавропа дөләтлирини русийәгә беқинди қилиду.»

у сөзидә, америка билән полша оттурисидики енергийә саһәсидики һәмкарлиқниң әһмийитигә ишарә қилип, полшаниң нато рамкисида мәсулийитини ада қиливатқанлиқи сәвәблик мәмнун икәнликлирини қәйт қилди.

у хитайниң технологийә вә телеграф ширкити хуавей тоғрисидиму тохталди. у, бу һәқтә игилик һоқуқлуқ дөләт болған полшаниң бу хилдики технологийәләрни ишлитишиниң өзиниң қарариға бағлиқ икәнликини, бирақ хитай ширкәтлириниң технологийәлирини таллашниң хәтәрлик икәнликини илгири сүрди.

полша ташқи ишлар министири йасек чабутович «2-шималий еқим» лайиһәси тоғрисида америка ташқи ишлар министири майк помпейо билән охшаш пикиргә игә икәнликлирини әскәртип, мәзкур лайиһәниң йавропаниң енергийә бихәтәрликигә пайда елип кәлмәйдиғанлиқини қәйт қилди.

йасек чабутович көрүшүштә, полшаға орунлаштурулған америка әскәрлири санини көпәйтиш мәсилисиниңму музакирә қилинғанлиқини, полша билән американиң, русийәниң болупму украинаға тутқан урушхумар позитсийәсини қобул қилғили болмайду, дәп қарайдиғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر