зәриф: бу америкиниң «мәғлуб» сийасәтлирини көздин кәчүрүш вақтидур

иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәриф, америка қошма иштатлирини иранға қаратқан «мәғлуб» сийасәтлирини көздин кәчүрүшкә чақирди.

1143737
зәриф: бу америкиниң «мәғлуб» сийасәтлирини көздин кәчүрүш вақтидур

түркийә авази радийоси хәвири: муһәммәд җәвад зәриф иҗтимаий таратқу тори тивиттердики адреси арқилиқ байанат берип, америка пирезиденти доналд трампниң, 40 – йилини тәбрикләватқан иран даирилиригә қаратқан әйибләшлиригә рәддийә қайтурди. у, америкиниң 40 йилдин буйанқи сийасәтлириниң мәғлубийәт билән ахирлашқанлиқини илгири сүрүп, «иранлиқларниң һәргизму тәслим болмайдиғанлиқини қобул қилиш, америка сийаситини әмәлийәткә маслаштуруш, иранни қан вә байлиқ йоли билән муқимсизлаштуруш җәһәттики 40 йиллиқ мәғлубийәт. доналд трампниң 40 йиллиқ хата таллашлардин кейин, америкиниң мәғлуб сийасәтлирини көздин кәчүрүш вақти кәлди» дегәнләрни қәйт қилди.

америка пирезиденти доналд трамп, иран ислам инқилабиниң 40 – йилини тәбрикләватқан теһран даирилири тоғрисида тивиттер адреси арқилиқ байанат берип, «ирандики түзүм пәқәт 40 йиллиқ мәғлубийәт йаратти. иран хәлқиму парлақ келәчәккә лайиқтур» дегәниди.

ақсарай дөләт хәвпсизлик ишлири мәслиһәтчиси җон болтонму ақсарайниң тивиттер адреси арқилиқ бир видеолуқ учур тарқитип иран һөкүмитигә тәһдит салғаниди.

 иранниң сүрийә, ирақ, йәмән вә оттура шәрқтики «хәлқаралиқ терроризмниң нуқтилиқ малийә билән тәминлигүчиси болушни давамлаштуруватқанлиқи» ни илгири сүргән болтон, «буниңдин кейин тәбрикләйдиған унчила көп йил бар дәп ойлимаймән» дегәниди.


خەتكۈچ: #иран , #америка

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر