иран: хузистанда йүз бәргән қораллиқ һуҗумниң гумандарлири тутулди

иран, хузистандики қораллиқ һуҗумиға четишлиқ 9 адәмниң назарәт астиға елинғанлиқини уқтурди.

1143819
иран: хузистанда йүз бәргән қораллиқ һуҗумниң гумандарлири тутулди

түркийә авази радийоси хәвири: иранниң хузистан өлкилик җамаәт хәвпсизлик идариси мудири һәйдәр аббасзадә, икки һәптә илгири 3 хәвпсизлик хадиминиң өлүмини кәлтүрүп чиқарған хузистандики қораллиқ һуҗумиға четишлиқ 9 адәмниң назарәт астиға елинғанлиқини уқтурди.

у сөзидә, «хузистан өлкилик җамаәт хәвпсизлик идариси билән дөләт бихәтәрлик башқармисиниң бирликтә һәрикәт қилиши нәтиҗисидә, мәшһәр шәһиридә икки һәптә илгири бири әскәр, иккиси сақчи болуп җәмий хәвпсизлик хадими һайатидин айрилған һуҗумға четишлиқ 9 адәм назарәт астиға елинди» дегәнләрни қәйт қилди.

аббасзадә, гумандарлар билән бирликтә һуҗумда әснасида ишлитилгән икки қорал билән бир минибусниңму қолға чүшүрүлгәнликини сөзлиригә илавә қилди.

иранниң ғәрбий җәнубиға җайлашқан хузистан өлкисидә 26 – йанварда қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз берип, 3 хәвпсизлик хадими җенидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر