америка дөләт мәҗлиси әзалири һөкүмәтниң тақалмаслиқи мәсилисидә пүтүшти

америка қошма иштатлири дөләт мәҗлисниң җумһурийәтчи вә демократ әзалири һөкүмәтниң иккинчи қетим тақалмаслиқи үчүн чегра бихәтәрлик мәсилисидә пиринсип җәһәттин пүтүшти.

1143802
америка дөләт мәҗлиси әзалири һөкүмәтниң тақалмаслиқи мәсилисидә пүтүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһурийәтчи палата әзаси ричард шелбай, җумһурийәтчи вә демократ әзалар оттурисида дөләт вә чегра бихәтәрликини қоғдаш мәсилисини өз ичигә алған 6 қанун лайиһәси үстидә пиринсип җәһәттин келишим һасил қилинғанлиқини, һәр икки партийәдин икки вәкилниң бу мәсилә һәққидә музакирә елип берип, һөкүмәтниң қайта тақалмаслиқи мәсилисидә келишкәнликини қәйт қилди.

ахбарат васитилириниң бу һәқтики хәвәрлиридә болса, демократларниң пирезидент трампниң тәлипигә бинаән чегра бихәтәрликини қоғдаш үчүн 1.3 милйард доллар чиқим аҗритишни қобул  қилғанлиқи, бирақ чегра райониға сепил соқуш тәлипини қобул қилмиғанлиқи әскәртилди.

трампниң америка қошма иштатлири билән мексика чеграсиға 5.7 милйард долларлиқ чиқим кетидиған бир сепил соқушни тәләп қилиши, дөләт мәҗлисидики демократларниң буниңға қарши чиқиши сәвәбидин федерал һөкүмәт уда 35 күн тақилип қалғаниди.

кейин авам палатаси вә палатаниң тәстиқидин өткән үч һәптилик хамчот лайиһәси, трампниң имзалишидин кейин иҗра қилинишқа башлиған, шуниң билән, америка федерал һөкүмитиниң тарихидики әң узун муддәт тақилип қелиш басқучи ахирлашқаниди.

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп ақсарайда бу һәқтә байанат елан қилған, келишимниң мексика чеграсиға сепйл соқуш үчүн өзи тәләп қилған 5.7 милйард долларлиқ мәбләғни өз ичигә алмайдиғанлиқини ейтқаниди.

вақитлиқ келишим даирисигә дахил қилинған 3 һәптилик вақитлиқ қарарниң муддитиниң наһайити тез тошидиғанлиқини әскәрткән трамп, дөләт мәҗлисидики палата әзалири чегра бихәтәрлики мәсилисидә адил бир шәкилдә келишәлмигән тәқдирдә, һөкүмәтниң 15 – феврал күни қайтидин тақилип қалидиғанлиқини,  йаки өзиниң пирезидентлиқ һәқ – һоқуқлирини ишқа салидиған «җиддий һаләт » елан қилидиғанлиқини тилға алғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر