афғанистанниң сабиқ пирезиденти вапат болди

афғанистанниң сабиқ совет иттипақидин кейинки тунҗи пирезиденти сигһатуллаһ муҗәддиди 93 йешида аләмдин өтти.

1143855
афғанистанниң сабиқ пирезиденти вапат болди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистанниң сабиқ пирезидентлиридин  сигһатуллаһ муҗәддидиниң байанатчиси шериф йусуфи, муҗәддидиниң пайтәхт кабулда давалиниватқан дохтурханида вапт болғанлиқини уқтурди.

сабиқ совет иттипақиниң 1979 – йилдин тартип 1989 – йилғичә болған 10 йиллиқ ишғалийити дәвридә, сабиқ пирезидент һамди карзаиму мәнсуби болған,  америка қошма иштатлириниң қоллиши астидики кичик бир муҗаһидлар гурупписиниң рәһбири болған  муҗәддиди, ишғал ахирлашқандин кейин кабулда қурулған тунҗи һөкүмәттә уда икки ай пирезидентлиқ вәзиписини өтигән, кейинчә бурһанәддин раббаниға пирезидентлиқ вәзиписини өткүзүп бәргәниди.

раббани дәвридә муҗаһид гуруппилар оттурисида күч күриши йүз бәргән, арқидин оттуриға чиққан тоқунушларда башқа гуруппиларни йәңгән талибан, 1996 – йили дөләтниң контроллуқини қолға киргүзгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر