трамп: иран һакимийитиниң 40 йилда қолға кәлтүргини пәқәт мувәппәқийәтсизлик болди

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп иран һакимийитиниң 40 йилда қолға кәлтүргининиң пәқәт мувәппәқийәтсизлик болғанлиқини ейтти.

1143826
трамп: иран һакимийитиниң 40 йилда қолға кәлтүргини пәқәт мувәппәқийәтсизлик болди

түркийә авази радийоси хәвири: трамп аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: « иран һакимийитиниң 40 йилда қолға кәлтүргини пәқәт чириклик, бесим, терроризм болди, җүмлидин, 40 йилда қолға кәлтүргини пәқәт мувәппәқийәтсизлик болди, һалбуки, иран хәлқиниң техиму парлақ бир келәчәкни қолға кәлтүрүш һоқуқи бар.»

ақсарай дөләт бихәтәрлик ишлири мәслиһәтчиси җон болтонму, ақсарайниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, иран һакимийитигә очуқ - ашкара һалда тәһдит селип, мундақ деди: «иран һәм өз хәлқигә һәм районидики дөләтләргә зорлуқ - зомбулуқ қиливатиду, иран йәр шариниң һәрқайси җайлиридики инсанларға тәһдит селиш вә уларни қорқутуш үчүн техичә йадро қоралири йасашниң койида болуватиду.»

иранниң сүрийә, ирақ, йәмән вә оттура шәрқтә хәлқаралиқ терроризмниң асаслиқ иқтисадий қоллиғучиси болушни давамлаштуруватқанлиқини илгири сүргән болтон, теһранниң нишанлирини қобул қилғили болмайдиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «техиму ечинишлиқ болғини шуки, иран хәлқи җиддий қийин өткәлләрни баштин кәчүрүватиду, ишсизлиқ нисбитиниң барғансери йуқири өрләп кетиватиду, пул пахаллиқи күнсери техиму  йүксәк сәвийәгә йетиватиду. нөвәттә иранниң йәрлик пулиниң қиммити барғансери төвәнләп кәтмәктә. буниңдин кейин тәбрикләйдиған анчә көп йилимиз қалмиди дәп қараймән.»

иранға қарши байанатлири билән билинидиған болтон, илгирики байанатлиридиму иран һөкүмитигә очуқ - ашкара һалда тәһдит салған вә бу дөләткә қарита барлиқ таллашларниң сөһбәт үстилиниң үстидә икәнликини қәйт қилғаниди.

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп иран билән 2015 – йили имзаланған йадро келишимиидин  2018 – йили 8 – май күни чекингән вә иранға қарита көп санда иқтисадий ембарголарни йүргүзүш тоғрулуқ қарар чиқарғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر