шанаһан тойуқсизла афғанистанда зийарәттә болуп әшрәф ғени билән көрүшти

америка қошма иштатлири мудапиә министири вәкили патрик шанаһан, афғанистанда пирезидент әшрәф ғени билән көрүшүп, дөлитиниң афғанистан истратегийәси бойичә пикир алмаштурди.

1143496
шанаһан тойуқсизла афғанистанда зийарәттә болуп әшрәф ғени билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: патрик шанаһан алдинқи күни алдин уқтуруш қилмастинла афғанистанда туйуқсизла зийарәттә болди.

америка мудапиә министирлиқи (пентагон) байанатчиси миңбеши сеан робертсон зийарәт тоғрисида байанат берип, «мудапиә министири вәкили патрик шанаһан, пирезидент трампниң җәнубий асийа истратегийәсиниң иҗра қилинишида афғанистан билән бирликтә туридиғанлиқини тәкитләш мәқстидә пирезидент әшрәф ғени билән пирезидентлиқ мәһкимисидә көрүшти» дегәнләрни қәйт қилди.

шанаһанниң ғени билән, америка билән афғанистан арисидики  мудапиә мунасивәтлири тоғрисидиму сөзләшкәнликини билдүргән миңбеши робертсон, афғанистандики урушқа чарә тепиш мәсилисидә америка билән афғанистанниң хәвпсизлик җәһәттики һәмкарлиқиниң муһимлиқини тәкитләп өткәнликини ейтти.

шанаһанниң зийарити, америкиниң афғанистандин чекиниш дәвалири вә америкиниң афғанистан алаһидә вәкили залмай хәлилзадниң талибан билән көрүши тоғрисидики дәталаш давамлишиватқан пәйткә тоғра кәлди.

пентагон буниңдин илгири байанат елан қилип, афғанистандин чекиниш тоғрисида һечқандақ йолйоруқ тапшуруп алмиғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر