помпейо: америка қашиқҗи җинайитигә чапан йапмайду

америка ташқи ишлар министири майк помпейо, вашингтон даирилириниң сәуди әрәбистанлиқ журналист җәмал қашиқҗи җинайитигә чапан йепиш орунушлириға йардәм қилғанлиқи тоғрисидики әйибләшләрни рәт қилди.

1143624
помпейо: америка қашиқҗи җинайитигә чапан йапмайду

түркийә авази радийоси хәвири: вашингтон почтиси гезитиниң хәвәр қилишичә, венгирийәдә дөләт ишлири зийаритидә болған майк помпейо, америкиниң бодапишттики әлчиханисида мухбирлар билән көрүшти. у, демократчи палата әзаси тим кәйнниң өткән һәптә «вашингтон даирилириниң җәмал қашиқҗи җинайитигә чапан йепиш орунушлириға йардәм қилғанлиқи тоғрисидики әйибләшлири» ниң хатирилишидин кейин сөз қилип, «палата әзаси кәйн хаталишиватиду. америка бир җинайәткә чапан йапмайду» деди.

майк помпейо, америка қошма иштатлириниң җәмал қашиқҗи җинайитигә алақидар тәкшүрүшиниң давамлишидиғанлиқини билдүрүп, «бу һәқтә әстайидил ишләватимиз. пирезидентниң бу җәһәттики позитсийәси наһайити рошән, буниңдинму рошән болалмайтти. техиму көп учурға игә болғансери сәвәбкарлирини җавабкар дәп қарашни давамлаштуримиз» деди.

вашингтон почтиси гезитиниң сәуди әрәбистанлиқ йазғучиси журналист җәмал қашиқҗи, 2018 – йили 2 – өктәбир сәйшәнбә күни материйаллирини тәстиқлитиш үчүн сәуди әрәбистанниң истанбулдики консулханисиға кирип кәткәндин кейин издерики елиналмиғаниди.

җинайәт йүз бәргәндин кейинки мусапидә қашиқҗиниң қачан, қәйәрдә, қандақ өлтүрүлгәнлики тоғрисидики мәлуматлар оттуриға чиқти, бирақ җәситиниң орни һазирғичә ениқлиналмиди.

америкида чиқидиған вашингтон почтиси гезити, америка мәркизий ахбарат идариси – CİA ниң, қашиқҗи җинайитиниң буйруқини сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадиси муһәммәд бин сәлманниң чүшүргәнлики йәкүнини чиқарғанлиқини йазғаниди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т)ниң сот ачмайла халиғанчә өлтүрүветиш делолириға мәсул алаһидә доклатчиси агнес калмард, җәмал қашиқҗи җинайитини хәлқара дәриҗидә тәкшүрүш даирисидә, 28 – йанвардин 3 – февралғичә түркийәдә зийарәттә болғандин кейин бәргән байанатида, «түркийәдики хизмитим җәрйанида топлиған дәлиллирим, қашиқҗиниң сәуди әрәбистанлиқ әмәлдарларниң алдин пиланланған шәпқәтсизләрчә бир җинайитиниң қурбани болғанлиқини көрситиду» дегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر