пакистанда йүз бәргән қораллиқ һуҗумда 4 сақчи өлди

пакистанда бир сақчи понкитиға қилинған қораллиқ һуҗумда 4 сақчи һайатидин айрилди.

1143573
пакистанда йүз бәргән қораллиқ һуҗумда 4 сақчи өлди

 

түркийә авази радийоси хәвири: пакистанниң шималидики хәйбәр пахтунха өлкисигә қарашлиқ дера исмаил хан районида қораллиқ һуҗум қилғучилар сақчи понкитини оққа тутти.

һуҗумда 4 сақчи өлди вә 1 сақчини қошқанда, җәмий 4 киши йаридар болди.

сақчилар йаридар болғанларниң райондики дохтурханиларда балнестқа елинғанлиқини ейтти.

сақчи понкити әтрапиниң бихәтәрлик чәмбири ичигә елинғанлиқи вә һуҗум қилғучиларни издәп тутуш һәрикитиниң башланғанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر