нетанйаһу иранниң тәһдитлиридин қорқмайдиғанлиқлирини ейтти
исираилийә баш министири нетанйаһу иран елан қилған «америка бизгә һуҗум қилса, биз тел авив билән һайфани йәр йүзидин йоқ қилимиз» дегән байанатқа наразилиқ билдүрди.
![нетанйаһу иранниң тәһдитлиридин қорқмайдиғанлиқлирини ейтти](http://cdn.trt.net.tr/images/xlarge/rectangle/5071/6a0f/6d51/5c6264dbcbe4d.jpg?time=1719215693)
түркийә авази радийоси хәвири: исираилийә баш министири нетанйаһу: «иран тел авив билән һайфани йәр йүзидин йоқ қилишни синаштәк хаталиқни өткүзсә, бу улар тәбриклигән инқилабниң ахирқи йили болуп қелиши мумкин» деди.
у иран селиватқан тәһдитләрни нәзәрдин сақит қилмайдиғанлиқлирини, әмма бу тәһдитләрдин қорқмайдиғанлиқлирини билдүрүп: «әгәр иран һакимийити тел авив билән һайфани йәр йүзидин йоқ қилишни синаштәк хаталиқни өткүзсә-әлвәттә әмәлгә ашуралмайду-бу улар тәбриклигән инқилабниң әң ахирқи йили болуп қелиши мумкин, буни нәзәрдә тутуши керәк» деди.
иран инқилабий муһапизәтчиләр қисминиң қоманданлиридин йадуллаһ җавани түнүгүн (11-феврал) иран ирна (IRNA) агентлиқиға байанат берип: «америка бизгә һуҗум қилса, бизму тел авив билән һайфани хәритидин өчүрүветимиз» дегән иди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
![һәҗдә вапат болғанларниң сани 1300 дин ашти](http://cdn.trt.net.tr/images/medium/rectangle/de7a/4a07/b475/666eac96c0472.jpg?time=1719215694)
һәҗдә вапат болғанларниң сани 1300 дин ашти
сәуди әрәбистанда һәҗ ибадитини ада қилш җәрйанида 1301 кишиниң вапат болғанлиқи елан қилинди.