сериқ җилиткикләр обама билән көрүшүшни тәләп қилди

фирансийәдә даңлиқ шәхсләрдин тиерри паул валеттениму өз ичигә алған сериқ җилиткиликләрдин тәшкил тапқан бир гуруппа америка қошма иштатлирибниң сабиқ пирезиденти барак обама билән көрүшүшни тәләп қилди.

1141917
сериқ җилиткикләр обама билән көрүшүшни тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири:  «‹ли фигаро› гезити» ниң хәвәр қилишичә,  даңлиқ шәхсләрдин тиерри паул валеттениму өз ичигә алған сериқ җилиткиликләрдин тәшкил тапқан бир гуруппа, америка қошма иштатлириниң сабиқ пирезиденти барак обамаға,  фирансийәниң пайтәхти париждики фонди җәмийәтниң васитиси арқилиқ мәктуп йоллап, өзи билән көрүшүш тәләплирини сунған.

мәктупта, сериқ җилиткиликләр  өзлириниң обаманиң дунйа вә йавропаға алақидар мәсилиләргә болған позитсийәсини йақтуридиғанлиқини ипадилигән.

валетте өткән һәптә елан қилған байанатида, 26 – май күни өткүзүлидиған йавропа парламенти сайламлирида риқабәтлишишни халайдиғанлиқлирини, шуңа «сериқ җилиткилик вәтәнпәрвәрләр бирлики» дәп аталған бир тизимлик турғузғанлиқлирини уқтурғаниди.

сериқ җилиткиликләр гурупписидики бәзи шәхсләрму парижда мушу һәптиниң башлирида италийә муавин баш министири луиги ди маио билән бир йәргә җәм болғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر