гиретсийә баш министири түркийәни зийарәт қилиду

гиретсийә баш министири алексис чипрас 5-6-феврал күнлири түркийәгә келип, икки күнлүк зийаритини башлайду.

1136788
гиретсийә баш министири түркийәни зийарәт қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: гиретсийә һөкүмәт байанатчиси димитрис канакаповлос ахбарат елан қилиш йиғинида, баш министир чипрасниң түркийә зийарити һәққидики соалларға җаваб бәрди.

димитрис канакаповлос: «баш министир түркийә җумһурийитиниң тәклипигә бинаән 5-6-феврал күнлири түркийәни зийарәт қилиду» деди.

у баш министир чипрасниң түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған тәрипидин қобул қилинидиғанлиқини, көрүшүштин кейин ортақ ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлидиғанлиқини вә кәчлик тамақ зийапити берилидиғанлиқини билдүрди.

байанатчи канакаповлос йәнә, баш министир чипрасниң әнқәрәдики учришишлирини ахирлаштуруп, истанбулға баридиғанлиқини вә фәнәр рум патрики барсоломеосни зийарәт қилидиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر