мадуро венезуеланиң тарихий күрәшкә дуч кәлгәнликини ейтти

венезуела пирезиденти николас мадуро американиң мәқситиниң венезуеланиң байлиқлирини мусадирә қилиш икәнликини билдүрди.

1134904
мадуро венезуеланиң тарихий күрәшкә дуч кәлгәнликини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: өткән һәптә америка билән болған барлиқ дипломатик мунасивәтләрни үзгән венезуела пирезиденти мадуро америкадин қайтип кәлгән венезуела дипломатлирини каракастики пирезидентлиқ сарийида күтүвалди. у американиң венезуеланиң китго (Citgo) вә пдвса (PDVSA) нефит ширкәтлиригә ембарго йүргүзгәнлики тоғрисида тохтилип: «америка бу ембарголири арқилиқ китгони венезуелалиқлардин тартивалмақчи болуватиду. бу қанунға хилап. пдвса билән китгониң мәсуллириға керәклик қануний рәсмийәтләрни башлаш тоғрисида йолйоруқ бәрдим. буниңдин американиң мәқситиниң венезуеланиң байлиқлирини мусадирә қилиш икәнликини биливалғили болиду. венезуеланиң мәнпәәтлирини қоғдаш үчүн америкаға тегишлик қануний җәһәттин тегишлик җаваб беримиз» деди.

мадуру өзини «вақитлиқ пирезидент» дәп елан қилған дөләт парламенти башлиқи хуән гуайдониң тәлипи билән, ембарголарниң йүргүзүлгәнликини әскәртти.

у америкадики әлчихана вә консулханиларға сәп өзгәртиш үчүн пул тәклип сунулғанлиқини, бирақ дипломатларниң буни қобул қилмиғанлиқини билдүрди.

у өктичиләргә қилған дийалог чақириқини тәкрарлап, мундақ деди:

«веенезуеладики нурғун өктичи рәһбәрләрниң, венезуела йүзлиниватқан ашқунлуққа қарши икәнликини билимән. бирақ, аваз чиқармаслиқ давамлаштурса, венезуелада йүз беридиғанлардин уларму җавабкар болиду. һазир, җасарәт вә сийасий өзгиришкә йақ дәйдиған, дийалог үстилидә олтуридиған вақит.»

у венезуеланиң бир қетимлиқ тарихий күрәшкә дуч кәлгәнликини тәкитләп, мундақ деди:

«тарихий күнләрни баштин кәчүрүватимиз, тарииий урушқа дуч келиватимиз. сийасий өзгириш вә башқиларниң ишлириға арилишиш вақти 20-әсирдә қалди. венезуела 20-әсиргә қайтмайду. венезуела өзи бекиткән демократийә вә әркинлик йолида давамлиқ илгириләйду.»

чаршәнбә (23-йанвар) күни венезуелада өктичиләр вә мадуро һакимийитини қоллайдиғанлар өткүзгән намайишлар, венезуела һәмдә район нуқтисидин ейтқанда, чоң өзгиришләргә сәвәб болған иди.

өктичиләр үстүнлүкни игиләйдиған дөләт парламенти башлиқи хуән гуайдо намайишта өзини венезуеланиң «вақитлиқ пирезиденти» дәп елан қилди. хуән гуайдониң «вақитлиқ пирезидентлиқи» ни, америка, канада, коломбийә, перу, екватор, парагвай, биразилийә, чили, панама, аргентина, костарика вә гиватемала қатарлиқ дөләтләр етирап қилған иди.

мексика, түркийә, русийә, хитай вә куба венезуела пирезиденти мадурони қоллиған иди.

мадуро каракастики пирезидентлиқ сарийиниң балконидин қоллиғучилириға хитаб қилип, америка билән болған барлиқ мунасивәтләрни үзгәнликлирини вә америка дипломатлириниң 72 саәт ичидә венезуеладин чиқип кетиши керәкликини елан қилған иди. у йәнә, кейинки байанатида, икки дөләт оттурисида дипломатик мунасивәтләрниң ахирлашқанлиқини, әмма сода мунасивәтлириниң давамлишидиғанлиқини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر