америкиниң «наһайити пәрқлиқ тәһдитләргә дуч кәлгәнлики» билдүрүлди

вашингтон даирилири, америка қошма иштатлириға қарита хитайниң армийәсини заманивилаштуруши вә русийәниң тәсир саһәсини кеңәйтиш тиришчанлиқлириға охшаш «наһайити пәрқлиқ хәвпләр» ниң барлиқи тоғрисида агаһландурулди.

1131349
америкиниң «наһайити пәрқлиқ тәһдитләргә дуч кәлгәнлики» билдүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт бихәтәрлик гәвдисини шәкилләндүридиған һәр хил органларниң алдинқи пиландики хизмәтлири бекитилидиған дөләт истихбарат истратегийәси доклатида, америкиниң «тәһдитләр наһайити пәрқлиқ вә бир – бири билән бағлиниш һалға кәлгән вә барғанчә ениқсиз вә мурәккәплишиватқан бир дунйаға дуч келиватқанлиқи» әскәртилди.

тәһдитләр дәриҗиләргә айрилмиған доклатта, иккинчи дунйа урушидин кейин аҗизлишишқа йүз тутқан хәлқара түзүмдин пайдиланмақчи болған «әнәниви дүшмәнләр» пәйда қилған тәһдит вә ғәрбтә барғанчә күчийиватқан абистракитлаштурғучи майиллиқлар тәкитләп өтүлди. доклатта, «русийәниң тәсири вә салаһийитини күчәйтиш тиришчанлиқлириниң давамлишиш еһтимали бар, (бу) америкиниң  пәрқлиқ җайлардики нишанлири вә алдинқи пиландики ишлири билән зитлишиду» дегән ибариләргә орун берилди.

шималий корейәниң йадро қоралиға игә болуш истики, америка дүшмәнлириниң күчийиватқан сибәр иқтидари вә дунйадики сийасий муқимсизлиқлар еһтималлиқ даирисидики хәвпләр дәп қаралған доклатта, хитайниң тинч окйанда нопуз тикләш тиришчанлиқи вә армийәсини заманивилаштуруши мәсилилиригә кәң орун берилди.

дөләт истихбарат ишлири директори дан котс доклат билән бирликтә елан қилған мәктупида, америка дөләт бихәтәрлик даирилириниң «давалғушлуқ вә мурәккәп» вәзийәткә маслишиши керәкликигә ишарәт қилип өтти. у, дөләт ичи – сиртида муһим өзгиришләрниң йүз бәргәнликини әскәртип, «21 – әсирниң қийинчилиқлирини йеңишқа, оттуриға чиққан тәһдитләр вә пурсәтләрни тонуп йетишкә тәййар болушимиз лазим» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.

америка қошма иштатлириниң дөләт истихбарат истратегийәси доклати һәр төт йилда бир қетим елан қилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر