америка билән русийәниң йадро бомбиси сөһбити үнүмсиз айағлашти

америка қошма иштатлири билән русийәниң шивейтсарийәниң җәнвә шәһиридә өткүзүлгән оттура мусапилик йадро бомбилири келишими тоғрисидики сөһбити үнүмсиз айағлашти.

1127537
америка билән русийәниң йадро бомбиси сөһбити үнүмсиз айағлашти

түркийә авази радийоси хәвири: америка вәкили андреа томпсон, дөлитиниң 1987 – йили имзаланған келишимдин чекинишкә мунасивәтлик 6 айлиқ мусапини 2 – февралда башлашқа тәййарлиниватқанлиқини уқтурди.

америка русийәни узундин буйан келишимгә хилаплиқ қилишни давамлаштуруш билән әйиблимәктә.

русийә болса, келишмниң иҗра қилинишини давамлаштуруш үчүн йавропадин йардәм тәләп қилди вә америкиға сунған тәклиплириниң йетәрлик дәриҗидә музакирә қилинмиғанлиқини билдүрди.

келишим 500 билән 5000 километирлиқ мусапигә игә бомбиларниң чәклинишини мәзмун қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر