америка әлчиси «2-шималий еқим» лайиһәсигә қатнашқан ширкәтләрни агаһландурған

американиң берлиндә турушлуқ баш әлчиси ричард гренелниң «2-шималий еқим» тәбиий газ лайиһә қурулушиға қатнашқан ширкәтләрни ембарго билән тәһдит қилғанлиқи билдүрүлди.

1124834
америка әлчиси «2-шималий еқим» лайиһәсигә қатнашқан ширкәтләрни агаһландурған

түркийә авази радийоси хәвири: американиң берлиндә турушлуқ баш әлчиси ричард гренелниң «2-шималий еқим» тәбиий газ лайиһә қурулушиға қатнашқан ширкәтләрни ембарго билән тәһдит қилғанлиқи билдүрүлди.

«билт ан зонтаг» гезити (Bild am Sonntag) ниң хәвиридә көрситилишичә, гренел германийә ширкәтлиригә әвәткән мәктубида, американиң ембаргосиға дуч келишлири мумкинлики тоғрисида агаһландурған.

баш әлчи гренел русийәдин германийәгә балтиқ деңизи арқилиқ туруба йоли билән тәбиий газ йәткүзүш мәқсәт қилинған «2-шималий еқим» лайиһәсигә қатнашқан ширкәтләргә хитаб қилип йазған мәктубида, американиң ембарго арқилиқ дүшмәнләргә қарши күрәш қилиш қануни даирисидә у ширкәтләрни җазалаш мумкинликини әскәрткән.

у мәктубида, «2-шималий еқим»  лайиһәси билән, йавропаға украина арқилиқ тәбиий газ йәткүзүш еһтийаҗиниң әмәлдин қалидиғанлиқи вә бу әһвалда украинаниң русийәниң урушқақ сийаситигә қарши қолидики козиридин айрилип қелишиға сәвәб болидиғанлиқини қәйт қилған.

америкадин башқа, полшаму германийәниң «2-шималий еқим» лайиһәсидин айрилишини тәләп қилмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر