исламий фонди җәмийәтләр идарисиниң байанатчиси қойуп берилди

исраилийә сот мәһкимиси қуддус исламий фонди җәмийәтләр идарисиниң байанатчиси фирас дибсни капаләт бәдилигә қойуп бәрди.

1122182
исламий фонди җәмийәтләр идарисиниң байанатчиси қойуп берилди

түркийә авази радийоси хәвири: ғәрбий қуддуски исраилийә мурәссә сот мәһкимиси, исраилийә дөләт хәвпсизлик күчлири тәрипидин алдинқи күни қолға елинған ийорданийә фонди җәмийәтләр вә исламий хизмәтләр министирлиқиға қарашлиқ қуддус исламий фонди җәмийәтләр идарисиниң байанатчиси фирас дибисни капаләт бәдилигә қойуп бәрди.

сот мәһкимиси йәнә, дибисни шикайәт қилған вә мәсҗиди әқсаниң дәрвазилирини қоғдайдиған бир исраилийә сақчисиғиму 90 күнлүк иштин бошитиш җазаси бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر