мисирниң пайтәхти қаһирәниң ғәрбидә бир сайаһәтчи аптобуси һуҗумға учриди

дәсләпки мәлуматларға асасланғанда 2 сайаһәтчи һайатидин айрилип 12 киши йаридар болди.

1115663
мисирниң пайтәхти қаһирәниң ғәрбидә бир сайаһәтчи аптобуси һуҗумға учриди

 

түркийә авази радийоси хәвири: мисир ички ишлар министирлиқидин елан қилинған йазма байанатта, мисир пирамитлири җайлашқан районда вейитнамлиқларни елип кетиватқан бир сайаһәт аптобусиниң йол йақисиға орунлаштурулған партлатқучниң һуҗумиға учриғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, бомба партлап, 2 сайаһәтчи өлгәнлики вә 10 нәпәри вейитнамлиқ вә 2 нәпири мисирлиқ болуп, җәмий 12 кишиниң йаридар болғанлиқи қәйт қилинди.

мисир аманлиқни сақлаш даирилири йеңи йилни тәбрикләш мунасивити билән дөләт миқйасида бихәтәрлик тәдбирлирини йуқири сәвийәгә чиқарған вә барлиқ чиркавларниң алдидики йолларни қатнаштин тохтатқан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر