хәлқаралиқ тәкшүргүчиләр йәмәнниң һудәйдә шәһиригә йетип барди

б д т хәлқаралиқ уруш тохтитиш тәкшүргүчилири голландийәлик генерал патрик җаммарертниң башчилиқида йәмәнниң порт шәһири һудәйдәгә йетип барди.

1112368
хәлқаралиқ тәкшүргүчиләр йәмәнниң һудәйдә шәһиригә йетип барди
bm denetcileri hudeyde1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: йәрлик мәнбәләрдин елинған мәлуматларға асасланғанда, голландийәлик генерал патрик җаммарерт башчиилқидики уруш тохтитиш тәкшүргүчилири пайтәхт санадин ташйол билән  һудәйдәдики б д т мәркизигә йетип барған.

уруш тохтитиш тәкшүргүчилириниң һудәйдә портини зийарәт қилидиғанлиқи билдүрүлди. тәкшүргүчиләрниң шәһәргә йетип келиши билән һөкүмәт күчлири билән һусийлар оттурисида шиддәтлик тоқунушлар йүз бәрди.

һәрбий мәнбәләрдә көрситилишичә, һусийларниң қораллиқ күчлири һудәйдәниң шәрқидики әссалиһ вә һалқа базири районида һөкүмәт қисимлириға һуҗум қилған болуп, қаршилиқ көрситиш нәтиҗисидә тоқунуш келип чиққан.

һусийларниң «әл мәсирә» телевизийәси һөкүмәт қисимлирини вәзийәтни қайтидин кәскинләштүрүш вә уруш тохтитиш келишимини бузуш билән әйиблиди.

шиветсийәдә 6-декабир башлинип 13-декабир ахирлашқан музакирәләрдин кейин, тәрәпләрниң йәмән хәлқи үчүн һайатий әһмийәткә игә һудәйдә порти вә шәһири тоғрисида келишим һасил қилғанлиқи уқтурулған иди. һудәйдә вә әтрапи үчүн түзүлгән уруш тохтитиш келишими 18-декабир иҗра қилинған иди.

голландийәлик генерал җаммарерт түнүгүн (23-декабир) һөкүмәт тәрипидин вақитлиқ пайтәхт сүпитидә җакарланған әдән шәһиригә берип, мәсул даириләр билән көрүшкән иди. у арқидин һусийларниң контроллуқидики санаға барған иди.

б д т хәвпсизлик кеңиши җүмә күни (21-декабир) өткүзүлгән беләт ташлашта, йәмәнниң һайатий әһмийәткә игә порт шәһири һудәйдәдә уруш тохтитишни қоллиған вә районға хәлқаралиқ тәкшүргүчиләрчиләрни әвәтиш тоғрисидики тәклип лайиһәсини қобул қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر