трамп аләм армийәси қоманданлиқ мәркизи қуруш пәрманини имзалиди

америка пирезиденти доналд трамп аләм армийәси қоманданлиқ мәркизи қурулушиға мунасивәтлик пирезидентлиқ пәрманини имзалиди.

1109721
трамп аләм армийәси қоманданлиқ мәркизи қуруш пәрманини имзалиди

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент трампниң, «аләм армийәси қоманданлиқ мәркизиниң бирләшмә һәрбий қоманданлиқ мәркизи болуп қурулуши» намлиқ дөләт мудапиә министири маттисқа әвәткән икки бәтлик пәрмани билән, узундин буйан күнтәртиптә туруп кәлгән аләм армийәси қоманданлиқ мәркизиниң қурулуши рәсмийләшкән болди.

пирезидент трамп қоманданлиқ мәркизиниң қурулуши тоғрисида мудапиә министири вә армийә баш иштаб башлиқи билән көрүшкәнликини әскәртип, мудапиә министири маттистин аләм армийәси қоманданлиқ мәркизидә вәзипигә қойулидиған офитсерларни бекитишни тәләп қилған.

пирезидент трамп қарарнамисидә америка аләм армийәси қоманданлиқ мәркизиниң вәзиписи тоғрисида төвәндикиләрни көрсәткән:

аләм армийәси қоманданлиқ мәркизини, 1.бирләшмә һәрбий қоманданлиқ мәркизиниң хизмәтлиригә؛ 2. истратегийәлик армийә қоманданлиқ мәркизи бурун үстигә алған аләмгә мунасивәтлик хизмәтләргә؛ 3. аләм һәрбий һәрикәтлирини елип баридиған қисимлар үчүн әскәр елиш вә тәлим-тәрбийә органлириниң хизмәтлиригә мәсул қилдим. йеңи бирләшмә қоманданлиқ пилани ичидин америка аләм армийәси қоманданлиқ мәркизиниң кәң даирилик вәзиписи вә һоқуқ тизимликигә орун аҗритилиду.

америка дөләт мудапиә министирлиқи бу йил (2018) елан қилған дөләт мудапиәсиниң истратегийәлик һөҗҗитидә, аләм «қистаңчилиқ вә мурәккәп» һалға айланғанлиқи сәвәбидин «уруш мәйдани» дәп аталған иди.

хитайниң «Dong Neg 3»суний һәмраһлириға қарши туралайдиған йирақ мусапилиқ балистик башқурулидиған бомбилирини синақ қилиши, русийәниң «Kosmos 2521»намлиқ «қатил суний һәмраһ» дейилидиған суний һәмраһни синақ қилғанлиқини елан қилиши қатарлиқлар америкада зор әндишәләрни пәйда қилған иди.

хитай билән русийәниң һәрбий пиланлириниң, американи аләм армийәси қоманданлиқ мәркизини қурушқа мәҗбурлиғанлиқи билдүрүлмәктә.

америка армийәсидә, йавропа қисми қоманданлиқ мәркизи (EUCOM)  , мәркизий армийә қоманданлиқ мәркизи (CENTCOM), һинди-тинч окйан қоманданлиқ мәркизи (PACOM), африқа қоманданлиқ мәркизи (AFRICOM), шималий қисим қоманданлиқ мәркизи (NORTHCOM), җәнубий қисим қоманданлиқ мәркизи (SOUTHCOM) вә истратегийәлик қисим қоманданлиқ мәркизи (STRATCOM) қатарлиқ йәттә һәрбий қоманданлиқ мәркизи бар.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر