саломе зурабишвили гирузийәниң тунҗи айал пирезиденти болди

гирузийәдә 28-нойабир өткүзүлгән 2-қетимлиқ пирезидентлиқ сайлимида %59.54 авазға еришип, дөләтниң тунҗи айал пирезиденти болған саломе зурабишвили қәсәм берип вәзипә тапшурувалди.

1108219
саломе зурабишвили гирузийәниң тунҗи айал пирезиденти болди

түркийә авази радийоси хәвири: саломе зурабишвили пирезидентлиқ сайлимида %59.54 авазға еришип, гирузийәниң тунҗи айал пирезиденти болуп қалди. қәсәм берип вәзипә тапшурувелиш мурасимиға, түркийәгә вакалитән муавин җумһур рәис фуат октай қатнашти. буниңдин башқа, әрменийә пирезиденти саркисйан, фирансийәниң сабиқ пирезиденти николас саркози, әзәрбәйҗан парламенти башлиқи октай асадов қатарлиқ йәнә нурғун дөләтләрниң парламент башлиқлири, министирлар, дипломатлар қатнашти.

бу җәрйанда, пирезидентлиқ сайлиминиң нәтиҗилирини қобул қилмиған, зурабишвилини пирезидент дәп етирап қилмиған, шундақла муддәттин балдур сайлам өткүзүшни чақириқ қилған өктичи партийәләр бирләшмисиниң рәһбәрлири вә тәрәпдарлири мурасимға наразилиқ билдүрди.

грузийәниң охшимиған районлиридин мурасимға наразилиқ билдүрмәкчи болған өктичи рәһбәрләр вә намайишчи амма телавийәгә 40 километир келидиған җайда сақчилар тәрипидин тосувелинди.

сақчиларниң намайишчиларни башқа йолдин меңишини тәләп қилиши билән, намайишчилар билән сақчилар оттурисида сүркилиш келип чиқти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر