страсбург һуҗумчиси бир тәрәп қилинди

фирансийәниң страсбург шәһиридә сәйшәнбә күни кәчтә ноел саһәсини қанға бойиған зораван өлтүрүлди.

1106749
страсбург һуҗумчиси бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә ахбарат васитилириниң хәвәр қилишичә, һуҗумниң җвавабкари дәп қариливатқан 29 йашлиқ чериф чеккат, сақчиларниң шәһәрдики лазарәт кочисида елип барған тәкшүрүши җәрйанда өлтүрүлгән, униң қиз қериндиши түнүгүн пайтәхт парижда қолға елинған.

страсбург шәһириниң әң муһим мәйданлиридин бири болған пилайс клебердики ноел базириға йеқин бир районда сәйшәнбә күни кәчтә қораллиқ һуҗум йүз бәргән, һуҗумдин кейин зораванниң қачқанлиқи билдүрүлгәниди.

париж тәптиш әмәлдари реми һетиз, һуҗумда 3 кишиниң һайатидин айрилғанлиқини, 6 си еғир 12 кишиниң йариланғанлиқини уқтурған, зораванниң сақчилар из қоғлаватқан 29 йашлиқ чериф икәнликини, гумандарниң илгириму , фирансийә, германийә вә шивейтсарийәдә оғрилиқ в басқунчилиқ җинайәтлири билән әйиблинип, сот мәһкимилири тәрипидин уда 27 қетим җазаландурулғанлиқиини қәйт қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر