әрәб әллири парламентидин биразилийә билән чехийәгә чақириқ

әрәб  әллири парламенти биразилийә билән чехийәни тел авивдики баш әлчиханилирини қуддусқа йөткимәсликкә чақирди.

1105172
әрәб әллири парламентидин биразилийә билән чехийәгә чақириқ

түркийә авази радийоси хәвири: әрәб әллири парламенти омумий кеңишиниң түнүгүн чақирилған йиғинида, өткән ай  биразилийәниң, буниңдин бирқанчә бирқанчә ай илгири  чехийәниң, тел авивдики баш әлчиханилирини қуддусқа йөткәйдиғанлиқлири тоғрулуқ елан қилған байанатлириға қарита һәрикәткә өтүлүши музакирә қилинди.

бу даиридә биразилийә вә чехийә парламентлириға мәктуп йоллиниши, мәзкур дөләтләрдин баш әлчиханилирини қуддусқа йөткимәслики, хәлқаралиқ пикир бирлики вә қанун – бәлгилимиләргә һөрмәт қилишини тәләп қилиш, ортақ тарихий мунасивәтләрни хатирилитиш вә пәләстин давасини қоллашқа тәшвиқ қилиш қарарлаштурулди.

әрәб әллири парламенти йәнә, америка қошма иштатлириниң баш әлчиханисини қуддусқа йөткишигә алақидар пәләстин һөкүмитиниң чиқарғуси барлиқ қарарлири вә йолға қойғуси сийасәтлирини давамлиқ қоллайдиғанлиқини билдүрди.

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп 2017 – йили 6 – декабир күни қуддусни «исраилийәниң пайтәхти» сүпитидә етирап қилидиғанлиқини вә америкиниң тел авивдики баш әлчиханисини қуддусқа йөткәш тоғрулуқ йолйоруқ чүшүргәнликини билдүргәниди.

трампниң бу байанатидин кейин тел авивдин қуддусқа йөткәлгән америка баш әлчиханиси 14 – май күни рәсмий ечилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر