америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси б д т вәкили болуш йолида

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һесер навертниң пирезидент доналд трамп тәрипидин америкиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ даимий вәкили қилип вәзипигә тәйинлиниш алдида туруватқанлиқи илгири сүрүлди.

1102552
америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси б д т вәкили болуш йолида

түркийә авази радийоси хәвири: америка таратқулириниң хәвәр қилишичә, америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп бу һәқтә йеқинда байанат елан қилидикән. һесер наверт намзат көрситилип, дөләт мәҗлисиниң тәстиқидин өткән тәқдирдә, ташқи ишлар министирлиқи байанатчилиқи вәзиписигә никки һейли тәйинлинидикән.

илгири америкиниң «‹ Fox News › телевизийә қанили» да пирограмма рийасәтчиси хадими болуп ишлигән һесер наверт, трамп һакимийәт бешиға чиққандин кейин, ташқи ишлар министирлиқи байанатчилиқиға тәйинләнгәниди.

доналд трампниң ички кабенттики наһайити аз сандики айаллардин бири һесаблинидиған никки һейли, 9 – өктәбир күни америка қошма иштатлириниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ даимий вәкили қилип тәйинләнгән һәмдә униң бу вәзиписиниң йил ахирғичә давамлишидиғанлиқи билдүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر