трампниң сода уруши тоғрисида қилған сөзи қизиқ темиға айланди

америка пирезиденти доналд трампниң хитай билән давамлишиватқан сода музакирәлири үстидә тохталғанда өзини «таможна беҗи адәм» (tariff man) дәп атиши, чақчақ темисиға айанди.

1101481
трампниң сода уруши тоғрисида қилған сөзи қизиқ темиға айланди

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти доналд трампниң өткән һәптә ахири хитай дөләт рәиси ши җинпиң билән аргентинада чақирилған G20 дөләт гуруһи йиғинида өткүзгән учришиши тоғрисида твиттерда елан қилған байанатлири, қизиқ нуқтиға айланди.

пирезидент трамп: «рәис ши билән мән сода келишиминиң түзүлүшини халаймиз. бәлким келишим түзүлиду. әгәр түзүлмисә, шуни унтумаңларки, мән таможна беҗи адәм. хәлқимизниң мол байлиқини булаң-талаң қилиш үчүн кәлгән кишиләр йаки дөләтләрниң буни қилиши үчүн бәдәл төлишини тәләп қилимән» деди.

«The Late Night Show» пирограммисиниң комидийәлик рийасәтчиси стефин колберт пароди: «хасийәтлик адәм» қончақ филимидики хасийәтлик адәмниң характерини мисал кәлтүрүп: «таможна беҗи адәмниң, пайтәхттә иқтидарсиз пирезидент доналд трамп маскиси астиға йошурунувалди» дәп чақчақ қилди.

пирограмминиң йәнә бир рийасәтчиси җеймис корденму трампниң баҗ оғрилиғанлиқи тоғрисидики дәваларға има қилди. у: «таможна беҗи, баҗ дегәнликтур. трамп демисиму баҗ төлимәйду. мениңчә, хасийәтлик қәһриманлар бар болған қончақ роман дунйаси бир аз көп кеңийиватиду» деди.

америкадики сийасәтчиләрму трампниң «таможна беҗи адәм» дегән сөзигә, чақчақ арилаш инкас қайтурди.

2016-йил өткүзүлгән пирезидентлиқ сайлимида һилари клинтонниң муавинлиқиға намзат көрситилгән вирҗинийә иштатиниң демократ кеңәш палата әзаси ким кәйин твиттерда: «баҗ адими маңа битлес ансамбилиниң <һечқайси йәргә тәвә болмиған адәм> дегән нахшисини әсләтти, күчиниң беричә кор болувалиду, пәқәт көрүшни халиған нәрсисинила көриду» деди.

миннесота иштатидин конгрә әзалиқиға сайланған йағлиқ чегидиған тунҗи мусулман айал илхан өмәрму: «таможна беҗи адәм бүгүнгичә йашап өткән әң начар хасийәтлик адәм, баҗлиримизни өстүрүватиду, иқтисадимизни түгәштүрүватиду» деди.

буниңдин бурун пирезидент трампниң өзини «пирезидент т.» (President T.) дәп атишиму, буниңға охшайдиған чақчақларға сәвәб болған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر