хитайда 2 бовақниң генини өзгәрткән бир мутәхәссис сирлиқ һалда йоқилип кәтти

хәлқара сәһийә қанунлириға хилап һалда, гени өзгәртилгән бовақларниң зади қәйәрдә икәнлики вә аилисиниң зади кимләр икәнлики техичә сир тутулмақта.

1101387
хитайда 2 бовақниң генини өзгәрткән бир мутәхәссис сирлиқ һалда йоқилип кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: хитайда бовақларниң генини өзгәрткәнлики билән күнтәртиптин орун алған мутәхәссис хи җиәнкүйниң, бир конферанста тәтқиқатлири һәққидә доклат бәргәндин кейин, из  дерәксиз йоқилип кәткәнлики илгири сүрүлмәктә.

хоңкоңда чиқидиған «ABC News» гезити «Apple Daily» ни мәнбә көрсәткән хәвиридә, хи җиәнкүйниң алдинқи һәптә хоңкоң алаһидә районида «инсан генлири бәлгилимири, 2нөвәтлик хәлқаралиқ алий йиғини» да өз тәтқиқатлири һәққидә илмий доклатини сунғандин кейин, йоқилип кәткәнликини вә техичә қәйәрдә икәнликиниң енқланмиғанлиқини билдүрди.

университетниң аммиви мунасивәт ишханиси байанатчиси бу мәслиигә қарита һазирчә һечқандақ соалға җаваб берәлмәйдиғанлиқини билдүрүп, хи җиәнкүйниң қәйәрдә икәнликигә даир тарқилип йүргән сөзләргә ениқлима беришни рәт қилди.  

байанатчи: «йеңи мәлумат кәлгәндә университетниң рәсмий интернет бетидә йаки қисқа учур вә «WeChat» һесаби арқилиқ хәлққә мәлумат берилиду» деди.

хитай илим  пән вә техника ишлири министири шу нанпиң 29нойабирда хитай дөләт телевзийәси «CCTV» гә бәргән байанатида, бу айниң бешида туғулған 2 нәпәр қиз бовақниң гениниң өзгәртилишигә йардәмчи болғанлиқи илгири сүрүлгән тәҗрибиханиниң паалийәтлириниң тохттилғанлиқини елан қилған иди. 

хитай илим - пән вә техника ишлири министирлиқиниң инсан гениниң өзгәртилишигә қарши икәнликини билдүргән шу нанпиң: «шундақтиму бу әтрәтниң паалйәтлирини қанусизлиқ дәп қарашқа болмайду» дегән һәмдә бу мәсилиниң тәкшүрүлиши үчүн буйруқ бәргәнликини ейтқан иди.

хитай дөләтлик сәһийә ишлири комитети 27нойабирда 2 нәпәр қиз бовақниң гениниң өзгәртилиши мәслиси һәққидә тәкшүрүш башлиған иди.

хитайдики бу ген өзгәртилиши хәлқарадики билим инсанлириниң қаттиқ наразилиқини қозғиған иди. 

дунйа сәһийә тәшкилатиму 3декабирда хитайдики бир мутәхәссисниң бовақларниң генлирини өзгәрткәнликигә даир хәвәрләрдин кейин, ген бәлгилимилирини тәкшүрүш үчүн бир һәйәт қуруп чиқидиғанлиқини җакарлиған иди.

гени өзгәртилгән бовақларниң қәйәрдә икәнлики вә аилисиниң зади кимләр икәнлики техичә сир тутулмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر