русийә: йадро қораллири келишимигә риайә қиливатимиз

русийә америка қошма иштатлири билән имзалиған оттура мусапилиқ йадро қораллири келишиминиң һөкүмлири толуқ риайә қилип келиватқанлиқлирини билдүрди.

1100773
русийә: йадро қораллири келишимигә риайә қиливатимиз

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси марийа заһарова , бу һәқтә елан қилған байанатида,  москваниң оттура мусапилиқ йадро қораллири келишимигә толуқ риайә қилип келиватқанлиқини, буниң америка қошма иштатлириға бәш қолдәк айан икәнликини әскәртиш билән бир вақитта, америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири майк помпейониң русийәниң қорал – йарағларни контирол қилиш мәсилисидә һийлә ишләткәнликигә алақидар сөзлириниң тоғра әмәсликини, чүнки, русийәниң келишимгә риайә қилишида һечқандақ мәсилә йоқлуқини тәкитләп мундақ деди: «москва оттура мусапилиқ йадро қораллири келишимигә толуқ риайә қилип келиватиду, бу америка қошма иштатлириға бәш қолдәк айан.»

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири майк помпейо түнүгүн шималий атлантик әһди тәшкилати ташқи ишлар министирлири йиғинидин кейин елан қилған байанатида, келишимигә асасән мәсулийәтлирини ада қилиши үчүн русийәгә 60 күнлүк мөһләт бәргәнликлирини тәкитләп мундақ дегәниди: «русийә қорал – йарағларниң контироллуқи мәсилисидә һийлә ишлитиватиду, шуңа, америка қошма иштатлириға нисбәтән келишимгә риайә қилиш аллиқачан әһмийитини йоқатқан.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر