һиндонезийәдә аракан мусулманлирини қоллап намайиш өткүзүлди

бирманиң җакартадики әлчиханисиниң алдида араканлиқ мусулманларни қоллап намайиш өткүзүлди.

1100706
һиндонезийәдә аракан мусулманлирини қоллап намайиш өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: роһиңйа һәмкарлиқи миллий комитетиниң һиндонезийәниң пайтәхти җакартада өткүзгән намайишида, бирманиң араканлиқ мусулманларға йүргүзгән қәтлиамлириға наразилиқ билдүрүлди؛ намайишқа иштирак қилған роһиңйа һәмкарлиқи миллий комитети баш катипи ибнулхаҗар байанат берип, «бирма һөкүмитини йардәм қилишқа йол қойушқа чақиримиз. һиндонезийә һөкүмитиниңму кишилик һоқуқни дәпсәндә қилған бирма билән дипломатик мунасивәтлиригә хатимә беришини тәләп қилимиз» деди.

у, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ни етник тазилаш, инсанийәткә қарши садир қилинған җинайәтләр вә уруш җинайәтлири бойичә араканда садир қилинған қанунсизлиқларға қарши туруш чарилирини йолға қойушқа чақиридиғанлиқлирини билдүрди.

б д т ниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда,  2017 - йили 25 – авғусттин буйан аракандин қечишқа мәҗбур болуп қелип баңладешқа кәлгәнләрниң сани 725 миңға йәткән. хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири сүний һәмраһ көрүнүшлирини тарқитип йүзләрчә йезиниң вәйран қилип ташланғанлиқини дәлиллиди.

баңладеш, тәвәликидики араканлиқ мусулманларниң йуртлириға қайтиши үчүн бирма һөкүмити билән түзгән келишимни иҗра қилиштин ваз кәчти, хәлқара таратқулар вә йардәм органлириниң аракан райониға киришини еғир дәриҗидә чәклигән бирма һөкүмити, араканлиқ мусулманларниң қайтишлириға алақидар вәдилиридә турмиди.

б д т вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири, араканлиқ мусулманларға қаритилған зораванлиқни «етник тазилаш» йаки «ирқий қирғинчилиқ» дәп атимақта؛ кишилик һоқуқ тәшкилатлири, араканлиқ мусулманларниң тегишлик бихәтәр муһит йаритилмай туруп йуртлириға қайтишлириниң йеңи бир етник тазилаш долқунини пәйда қилишидин әндишә қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر