йәмәндә әсир алмаштуруш келишими имзаланди

йәмәндә бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң рийасәтчиликидә һасил қилинған әсир алмаштуруш келишими, һусийлардин кейин сәуди әрәбистан башчилиқидики иттипақдаш күчләр билән йәмән һөкүмити тәрипидинму имзаланди.

1099898
йәмәндә әсир алмаштуруш келишими имзаланди

түркийә авази радийоси хәвири: һусий күчлиригә қарашлиқ әсирләр комитетиниң башлиқи абдулқадир әлмуртәза иҗтимаий таратқу торидики адреси арқилиқ байанат берип, «б д т ниң йәмән алаһидә вәкили мартин грифитс, өткән йили нойабир ейида һусийлар билән ағдуруветилгән рәһбәр әли абдуллаһ салиһ тәрәпдарлири имзаланған әсир алмаштуруш келишиминиң иттипақдаш күчләр билән йәмән һөкүмити тәрипидинму имзаланғанлиқи учурини түнүгүн бизгә йәткүзди» дегән ибариләрни ишләтти.

һусийларниң б д т  тәрипидин қоллап – қуввәтләнгән келишимни имзалаш рәсмийәтлириниң бүгүн ахирлашқанлиқини билдүргән муртәза, имзалиқ келишимниң бир нусхисиниң тапшуруп елинғанлиқини әскәртти вә бу өзгиришниң инсаний мәсилиләрни һәл қилиш йолида ташланған тунҗи қәдәм икәнликини, һечқандақ тосалғуға учримастин орундилишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди. бирақ у келишимниң тәпсилати тоғрисида мәлумат бәрмиди.

йәмән киризисиға чарә тепиш мәқситидә алдимиздики күнләрдә шиветсийәдә өткүзүлүши пиланлиниватқан б д т ниң йәмән тинчлиқ сөһбәтлиридин илгири, тәрәпләр арисида ишәнч орнитиш үмиди билән 50 йаридар һусий оманға апирип қойуп берилгәниди.

сөһбәтләргә тәййарлиқ қилиш даирисидә йәнә б д т йәмән алаһидә вәкили грифитс, бүгүн шиветсийәдики сөһбәтләргә иштирак қилидиған һусий һәйәткә һәмраһ болуш үчүн йәмәнгә қарап йолға чиққаниди.

кувәйт муавин ташқи ишлар министири халид әлҗаруллаһму шиветсийәгә бериш үчүн санадин йолға чиқидиғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر