америкада мәзлум милләт араканлиқ мусулманлар тоғрисида доклат елан қилинди

инсан һәқлири органлиридин болған хәлқара қанун вә сийасәт оргини бирма һөкүмитиниң араканлиқ мусулманларға салған зулумлири тоғрисида доклат елан қилди.

1099194
америкада мәзлум милләт араканлиқ мусулманлар тоғрисида доклат елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: бирманиң араканлиқ мусулманларға салған дәһшәтлик зулумлирини испатлат беридиған йәнә бир доклат елан қилинди.

америкадики инсан һәқлири органлиридин болған хәлқара қанун вә сийасәт оргини тәрипидин елип берилған тәкшүрүш вә тәтқиқат хизмитидә, араканлиқ мусулманларниң ирқий қирғинчилиқ қилмишиниң қурбани болғанлиқини испатлап беридиған дәлилләрниң тепилғанлиқи билдүрүлди.

америка ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин вәзипә тапшурулған хәлқара қанун вә сийасәт оргини, нәччә ай давамлашқан тәкшүрүш вә тәтқиқат нәтиҗисидә бирма һөкүмитиниң  араканлиқ мусулманларға салған вәһшийәләрчә зулумлири темиға қилинған «күчлүк дәлил-испатлар вә қанун анализи» намлиқ доклатни елан қилди.

тәкшүрүш вә тәтқиқатлар даирисидә 2016-йили өктәбирдин кейин аракан өлкисини ташлап қечишқа мәҗбур болған миңдин артуқ мусапир билән сөһбәтләр өткүзүлгән болуп, сөһбәт өткүзүлгән мусапирлар  араканда кочиға чиқиш чәклимилири, пикир вә мәтбуат чәклимиси, мал-мүлүкләрни халиғанчә мусадирә қилиш, никаһ вә аилә чәклимилири, дини , сийасий вә иқтисади бесимлар, зоравнлиқ қилмишлири, мәҗбурий әмгәккә селиш, басқунчилиқ қатарлиқ араканлиқ мусулманларға қарита йилларчә давамлашқан инсан һәқлири дәпсәндичилик қилмишлири садир болғанлиқини байан қилди.

доклатта бирма армийәсиниң 2012-йили араканлиқ мусулманларға һуҗум қилишни башлиғанлиқи, 2017-йилиға кәлгәндә һуҗумни техиму күчәйткәнлики әскәртилди.

бирма армийәси араканлиқ мусулманларға кәң көләмлик һуҗум қозғаштин илгири, араканда һәрбий вә сақчи саниниң ашурулғанлиқи вә башқа етник топлуқларниң  башқа районға тарқақлаштурулғанлиқи әскәртилгән доклатта мундақ дейилди: «бирма армийәси араканлиқларға қәтий рәһим қилмиған, сөһбәт өткүзүлгән 1024 араканлиқниң %20си бирма армийәсиниң һуҗумлирида  йариланған болса, тәхминән %70ниң өйлири йаки йезилири йоқ қилинған, %80и аилә әзалири,достлири вә йеқин-йоруқлириниң өлтүрүлүшигә шаһит болған.»

доклатта бирма һөкүмитиниң араканлиқ мусулманларға қаратқан зулумлириниң  әтраплиқ пиланланған системилиқ иш икәнлики вә һөкүмәтниң араканлиқ мусулманларни мудапиәсиз һалға кәлтүрүп болғандин кейин бирмадин қоғлап чиқарғанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «бирма армийәси нурғун җәсәтни көйдүрүп ташлиған, нурғун кишини бирақла көмүүвәткән, бәзи җәсәтләрни қудуқларға вә дәрйаларға ташливәткән.»

бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң билдүрүшичә, 2017-йили 25-авғусттин кейин аракандики бесим вә зулумдин қечип баңладештин панаһлиқ тилигәнләрниң сани 725миңға йәткән. хәлқара инсан һәқлири тәшкилатлири сүний һәмраһ көрүнүшлири билән араканда йүзләрчә йезиниң йоқ қилинғанлиқини испатлап чиққаниди.

б д т вә хәлқара инсан һәқлири тәшкилатлири араканлиқ мусулманларға қаритилған зораванлиқ қилмишлирини «етник тазилаш» йаки «ирқий қирғинчлиқ»дәп атимақта.

инсан һәқлири тәшкилатлири араканлиқ мусулманларниң бихәтәрлики капаләткә игә болмиған әһвалда, йуртлириға қайтип кәтсә қайта ирқий қирғинчлиққа дуч келидиғанлиқини билдүрмәктә.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر