әнглийә баш вәзири сәуди әрәбистанни түркийә даирилири билән һәмкарлишишқа чақирди

әнглийә баш вәзири тереса мей сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлманни вәһшийләрчә өлтүрүлгән сәуди әрәбистанлиқ журналист җамал қашиқчи җинайитини тәкшүрүш мәсилисидә түркийә даирилири билән толуқ һәмкарлишишқа чақирди.

1098440
әнглийә баш вәзири сәуди әрәбистанни түркийә даирилири билән һәмкарлишишқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә баш министирлиқ мәһкимиси тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта әскәртилишичә, мей түнүгүн аргентинада чақирилған  20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини даирисидә сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлман билән көрүшкәндә, җамал қашиқчи җинайитини тәкшүрүш мәсилисидә түркийә даирилири билән толуқ һәмкарлиишишниң зөрүрлүкини, бу җинайәт билән четишлиқи бар җавабкарларниң қанун алдида һесаб беришиниң муһимлиқини әскәртиш билән бир вақитта, бундақ қорқунучлуқ вә ечинишлиқ җинайәтниң қайта йүз беришиниң алдини елиш үчүн сәуди әрәбистандин тегишлик қәдәмләрни ташлишини тәләп қилған. шуниң билән бир вақитта, әнглийә ташқи ишлар  вәзири җереми һантниң 12 – нойабир күни сәуди әрәбистанға қилған зийаритидин кейин, бу дөләтниң җамал қашиқчи җинайити мәсилисидә ташлиған қәдәмлириниң әһмийити үстидә тохталған.

баш вәзир мей йәнә, 24 – өктәбир күни падишаһ сәлман бин абдуләзиз билән көрүшкәндиму  җамал қашиқчи җинайитини ениқлап чиқиш мәсилисиниң муһимлиқини  тилға алғанлиқини қәйт қилиш билән бир вақитта, йәмәндики тоқунушқа дәрһал хатимә берилиши вә ачарчилиққа дуч келиватқан милйонларчә инсанларниң әһвалини йахшилаш тоғрулуқ чақириқта болған. шуниң билән бир вақитта, сәуди әрәбистандин, әнглийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ алаһидә вәкили мартин гриффисни қоллишини вә стокһолмда ишқа ашурулидиған музакириләрдә илгириләш һасил қилинишни тәләп қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر