шаһзадә муһәммәд бин сәлман аргентинада қолға елиниши йаки сотқа тартилиши мумкин

аргентина федератсийә содийәси сәуди әрәбистан шаһзадиси һәққидә хәлқара сот мәһкимисидин йардәм тәләп қилди.

1097126
шаһзадә муһәммәд бин сәлман аргентинада қолға елиниши йаки сотқа тартилиши мумкин

түркийә авази радийоси хәвири: аргентина федератсийә содийәси йәмәндики ички урушта сәуди әрәбистан башчилиқидики бирләшмә қисимларниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири һәққидә шундақла сәуди әрәбистан тәхт вариси муһәммәд бин сәлман һәққидә түркийә, йәмән, сәуди әрәбистан әдлийәлиридин һәмдә хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисидин әдлийә һәмкарлиқи тәләп қилди.

аргентина федератсийә содийәси ариел лиҗо хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң әрәбистан башчилиқидики бирләшмә қисимларниң җинайәт өткүзгәнликигә даир һөҗҗәтлирини сунғанлиқиға даир әдлийә һәмкарлиқи тәләбнамисини түркийә, йәмән вә сәуди әрәбистанға йоллиди.

содийә ариел лиҗониң әдлийә һәмкарлиқ тәләбнамисини йоллишини тәләп қилған баш мупәттиш рамиро гонзалезму муһәммәд бин сәлманниң кишилик һоқуққа қарши өткүзгән җинайәтлири испатланған тәқдирдә, түркийә, йәмән вә сәуди әрәбистанда униң һәққидә дело турғузулмиған болушиға қаримастин, сәуди әрәбистан сиртидики дөләтләрдә сот қилиш шәртлириниң күчкә игә болидиғанлиқини билдүрди.

муһәммәд бин сәлманниң хәлқара сот даирисидә аргентинада сот қилинидиған йаки қилинмайдиғанлиқи техичә намәлум.

һазирқи вәзийәттә сәлманниң аргентина қолға елиниши йаки сотқа тартилиши мумкиндәк көриниду. 

хәлқара кишилик һоқуқни көзүтиш тәшкилати «HRW» аргентина фердератсийә мупәттишигә сәлманниң йәмәндики ички урушта сәуди әрәбистан башчилиқидики бирләшмә қисимлар арқилиқ садир қилған кишилик һоқуқ дәспәндичиликлиригә даир һөҗҗәтләни йоллиған иди.

йолланған архипта муһәммәд бин сәлманниң җәмал қашиқҗи җинайитидә вә бәзи сәуди әрәбистан пуқралириниң қейин қистаққа елинип, начар муамилигә учришида муһим рол ойниған болуши мумкинликиму алаһидә тәкитләнгән иди.

сәуди әрбистан тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлман журналист җәмал қашиқҗиниң 2 - өктәбирдә сәуди әрәбистанниң истанбулдики консулханисида вәһшийләрчә өлтүрүлишигә даир тәнқидләрниң һуҗум нишани болуп кәлмәктә. 

америка мәркизий истихбарат тәшкилати «CIA» ниңму җәмал қашиқҗини өлтүрүш буйруқини муһәммәд бин сәлман бәгән, дегән хуласигә кәлгәнлики илгири сүрүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر