килинтон билән райис трампниң сәлман позитсийәсини қаттиқ әйиблиди

америкиниң сабиқ ташқи ишлар министири һилари килинтон билән сабиқ пирезидент барак обаманиң дөләт хәвпсизлик ишлири мәслиһәтчиси сузан райс доналд трампни қаттиқ әйиблиди.

1097159
килинтон билән райис трампниң сәлман позитсийәсини қаттиқ әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: җәмал қашиқҗи җинайитидә сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадиси муһәммәд бин сәлманниң рол ойниған болуш еһтималлиқини қобул қилған болушиға қаримай, рийадқа җаза йүргүзмәйдиғанлиқини билдүргән америка пирезиденти доналд трампқа болған наразилиқлар давам қилмақта.

америкиниң сабиқ ташқи ишлар министири, 2016 – йилидики пирезидентлиқ сайлимида демократчи қанатниң пирезидент намзати болған һилари килинтон доналд трампни қаттиқ әйибләп, «қашиқҗи өлтүрүлгән әснада консулханида болуп өткән ишларниң йошурулушиниң бир парчиси болуватқан бир пирезидентимиз бар» деди.

һилари килинтон, трампниң қашиқҗи мәсилисидә сәуди әрәбистан билән қаримуқарши һалға келип қелиштин қечиватқанлиқиға ишарәт қилди вә бу әһвални трамп вә аилисиниң хусусий сода мунасивәтлиригә бағлап изаһлиди.

килинтон башқа, сабиқ пирезидент барак обаманиң дөләт хәвпсизлик ишлири мәслиһәтчиси сузан райсму трампни қаттиқ әйиблиди. сузан райс, «нйу йорк вақти» гезитидә «биз ишинәлмәйдиған бир шерик» мавзулуқ бир парчә мақалә елан қилди. у қашиқҗи җинайити мәркизидә америка қошма иштатлири – сәуди әрәбистан мунасивәтлиригә баһа берип, «пирезидент трампниң бин сәлман билән болған сирлиқ сәвдаси ахирлишиши керәк» деди.

у, трамп бу мунасивәткә хатимә бәргән тәқдирдә, өзиниң йаки тәхт вариси шаһзадиниң әмәс, америка қошма иштатлириниң мәнпәәтлиригә хизмәт қилған болидиғанлиқини әскәртти.

қашиқҗи җинайитидики җавабкарлиқиниң асасән җәзмләшкәнликини әскәрткән шаһзадә сәлманни бипәрва вә әхлақсиз, дәп сүпәтлигән райс, җинайәтниң хәлқаралиқ тәкшүрүлүши керәкликини тәкитлиди.

сәуди әрәбистанлиқ журналист җәмал қашиқҗи 2018 – йили 2 – өктәбир сәйшәнбә күни сәуди әрәбистанниң истанбулдики консулханисида вәһшийләрчә өлтүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر