йавропа иттипақи афғанистанниң қайта қурулушиға йардәм қилиду

йавропа иттипақи комитети афғанистанни қайтидин қуруп чиқиш үчүн 474 милйон йавро йардәм қилишни вәдә қилди.

1096714
йавропа иттипақи афғанистанниң қайта қурулушиға йардәм қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: б д т (бирләшкән дөләтләр тәшкилати) билән афғанистан һөкүмити шивейтсарийә пайтәхти җәнвәдики б д т ишханисида бирликтә өткүзгән «афғанистан конферанси» да, йавропа иттипақи комитети билән афғанистан оттурисида иқтисадий йардәм пилан келишими имзаланди.

хәлқара һәмкарлиқ вә тәрәққийат ишлириға мәсул йавропа иттипақи комитетиниң әзаси невен мимика билән афғанистан малийә министири муһәммәд һумайун кауми тәрипидин имзаланған келишимгә асасланғанда, йавропа иттипақи комитети афғанистанниң қайта қурулушиға 474 милйон йавро йардәм қилидикән.

иқтисадий йардәмниң, афғанистанниң қайтидин қурулуши, хусусий ширкәтләрниң ислаһати, сәһийә, әдлийә, сайлам, көч вә йурт-маканлиридин айрилишқа мәҗбур болғанларға йардәм қилиш мәқситигә игә икәнлики қәйт қилинди.

йавропа иттипақи комитети әзаси мимика келишим һәққидә елан қилған байанатида: «йавропа иттипақи афғанистанниң гүзәл келәчәк бәрпа қилиши үчүн афғанистан вә афғанистан хәлқини қоллимақта» деди.

келишимдә қәйт қилинишичә, иқтисадий йардәм пиланиниң 311 милйон йавролуқ қисми афғанистанниң қайтидин қурулушиға, 31 милйон йавролуқ қисми әдлийә саһәсигә, 80 милйон йавролуқ қисми сәһийә вә озуқлинишқа, 15.5 милйон йавролуқ қисми сайлам басқучлирини қоллашқа, 37 милйон йавролуқ қисми көч вә йурт-маканлиридин мәҗбурий айрилғанларға қилинидикән.

афғанистан пирезиденти әшрәф ғени конферанста қилған сөзидә, чәт әл ширкәтлирини афғанистанға мәбләғ селишқа чақирди.

американиң җәнубий вә оттура асийа ишлириға мәсул муавин ташқи ишлар министири алис велс б д т ниң җәнвәдики мәркизидә өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида конферанс һәққидә тохтилип, афғанистанниң иқтисадий җәһәттин тәрәққий қилишиниң, тинчлиқниң әмәлгә ешишиға бағлиқ икәнликини билдүрди.

у афғанистан һөкүмитиниң, дөләтниң тәрәққий қилишиға қаритилған ислаһатларда муһим илгириләшләрни қолға кәлтүргәнликини, шундақ болсиму қилиниши керәк болған нурғун ишларниң барлиқини әскәртти.

у конферансниң хәлқара җәмийәтни талибанни дәрһал үстәлгә келип, тинчлиқ мусаписини башлиши үчүн чақириқ қилиш пурситигә игә қилғанлиқини билдүрүп, афғанистан хәлқиниң ички уруштин зириккәнликини, әмди тинчлиқни халайдиғанлиқини қәйт қилди.

у талибан гәрчә тинчлиқ дәватқан болсиму, зораванлиқларни азайтишниң орниға һуҗумларни техиму көпәйтиватқанлиқини билдүрди.

у америка һөкүмитиниң талибан билән бивастә көрүшүп-көрүшмигәнлики һәққидики соалға, талибанниң исмини тилға алмастин, американиң афғанистандики барлиқ тәрәпләр билән көрүшкәнликини ейтиш билән купайиләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر