гирузийәдә пирезидент сайлими өткүзүлмәктә

гирузийәдә иккинчи басқучлуқ пирезидент сайлими өткүзүлмәктә.

1096364
гирузийәдә пирезидент сайлими өткүзүлмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: мәлуматларға қариғанда, биринчи басқучлуқи 28 – өктәбир күни өткүзүлгән пирезидент сайлиминиң иккинчи басқучлуқи шу җай вақти саәт 8 дә башланған болуп, беләт ташлаш чүштин кейин саәт 8 гичә давамлишидикән. гирузийә мәркизий сайлам комитетиниң мәлуматлириға қариғанда, дөләттә тизимға елинған 3 милйон 528 миң 658 сайлиғучи бар болуп,    сайламни 1300 хәлқаралиқ тәшкилат көзәтмәктә икән. биринчи басқучлуқ пирезидент сайлимида, һөкүмәт қоллаватқан мустәқил намзат саломе зурабишвили % 38.64, өктичиләр қоллаватқан намзат григол вашазадә % 37.74 авазға еришкәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر