ғәрбий тиракйада түркчә дәрс саәтлириниң қисқартилишиға наразилиқ билдүрүлди

ғәрбий тиракйадики гүмүлҗинә мәдрәсәи хәйриййә мәктипи оқуғучилири, түркчә дәрс саәтлириниң қисқартилишиға наразилиқ билдүрүп намайиш өткүзди.

1095190
ғәрбий тиракйада түркчә дәрс саәтлириниң қисқартилишиға наразилиқ билдүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: мәктәп әнҗумәниниң қарариға асасән, сомкилирини алмастинла мәктәпкә барған оқуғучилар,  дәрвазиға қолуп селивелип оқутқучиларниң мәктәпкә киришигә рухсәт қилмиди.

оқуғучилар, гүмүлҗинәниң башқа аз санлиқлар мәктәплиридә йолға қойулған дәрс пиланиниң мәдрәсәи хәйриййәдиму йолға қойулушини тәләп қилди.

мәдрәсәи хәйриййә әнҗумән һәйити билән ата – аниларму қоллап – қуввәтлигән намайишта, «барлиқ аз санлиқлар мәктәплиридикигә охшаш, түркчә билән гирекчә дәрслик оттурисидики мувазинәтниң сақлинишини тәләп қилимиз», «мәдрәсәи хәйриййәдики ана тилда тәлим – тәрбийә вә дин дәрси беришкә чәклимә қойған қарарниң бикар қилинишини тәләп қилимиз» дегән хәтләр йезилған пилакатлар чиқирилди.

әнҗумән һәйити башлиқи һәсән молла байанат берип, мәдрәсәи хәйриййәдики түркчә дәрс саәтлириниң гиретсийә маарип министирлиқиниң қарариға асасән қисқартилғанлиқини, бирақ, бу сийасәтниң оқуғучи вә ата – анилар тәрипидин рәт қилинғанлиқини билдүрди вә сөзини давамлаштуруп, «ахирқи синипта болса, түркчә дәрсләр пүтүнләй әмәлдин қалдурулди. буниңға етираз билдүримиз вә аз санлиқлар мәктәплиридә бар болған икки арисидики баравәрликниң мәктипимиздиму йолға қойулушини тәләп қилимиз» деди.

мәзкур мәдрәсәниң гүмүлҗинә мусулманлар җамаити вәқпигә тәвә бир орган сүпитидә узун йиллардин буйан диний тәлим – тәрбийә берип келиватқан имам – хатиб түсидики бир мәктәп икәнликини билдүргән молла, «биз бу йәрни диний тәлим – тәрбийә беридиған бир аз санлиқ мәктипи дәп билимиз вә қануни һәққимиз немә болса, уни тәләп қиливатимиз. әгәр бу мәктәп бир аз санлиқ мәктипи болса, барлиқ аз санлиқлар мәктәплиридә бар болған вә келишимләргә асасән йолға қойулуватқан пирограмминиң бу йәрдиму иҗра қилинишини тәләп қилимиз. диний бир орун болуш әвзәлликини нәзәрдә тутуп, дин дәрслириниң азайтилишиниму қобул қилмаймиз» дегәнләрни қәйт қилди.

у, мәдрәсәи хәйриййәниң мусулман түрк аз санлиқларға тәвә тарихий бир мәктәп болушиға қаримай, салаһийитиниң толуқ мәнидә ениқ әмәсликини хатириләткән һалда, өтүлүватқан дәрсликләрниң пат – патла гиретсийә даирилири тәрипидин халиғанчә өзгәртилгәнликини тәкитләп өтти.

у йәнә мундақ деди: «түркчә дәрсләрниң қисқартилиши, ата – анилар вә оқуғучиларниң қариши вә мақуллуқини алмастин ишқа ашурулуватиду. һалбуки, бу бир аз санлиқ мәктипи, бир вәқпә мәктипи. буниңға охшаш қарарлар чиқирилғанда, чоқум бизниңму қаришимиз елиниши керәк иди вә буниңдин кейинму елиниши лазим. мәдрисимизниң аз санлиқ мәктипи вә вәқпә салаһийити әмди рошән һалда бекитилиши керәк.»

ата – анилар вә оқуғучиларниң бу һәқтики тәләплирини йазма һаләттә гиретсийәниң барлиқ алақидар тармақлириға тапшурғанлиқлирини вә җаваб берилишини күтүватқанлиқлирини тәкитлигән молла, «оқуғучилиримизниң бу һәрикити агаһландуруш маһийитигә игә болуп икки күн давамлишиду. арқидин немә ишларниң болидиғанлиқини билмәймән» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر