пакистан баш министири бомба һуҗумини әйиблиди

пакистан баш министири бомба һуҗумиға инкас қайтуруп, бәдили қанчилик болушидин қәтийнәзәр, терроризмни йәр билән йәксан қилимиз» деди.

1093777
пакистан баш министири бомба һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан баш министири имран хан мәдрисәдә йүз бәргән бомба һуҗумиға қаттиқ инкас қайтуруп: «булар дөлитимизниң хатирҗәмликини бузуш, иқтисадий тәрәққийатиға тосқунлуқ қиилш үчүн қилинған пиланлиқ һуҗумлардур. бәдили қанчилик болушидин қәтийнәзәр, терроризмни йәр билән йәксан қилидиғанлиқимиздин һечким гуман қилмисун» деди.

пакистан кишилик һоқуқ министири ширин мазари һуҗумда җенидин айрилғанлар саниниң ешишидин әндишә қиливатқанлиқини әскәртип: «афғанистанда американиң мувәппәқийәтсизликкә учриши билән, пакистан йүз бериш еһтимали болған һуҗумларға тәййар туруши вә болупму хәлқимизни қоғдаш үчүн қәбилиләр районида техиму көп хәвпсизлик күчлири турғузулуши керәк» деди.

пакистанниң өктичи партийәлиридин хәлқ партийәси рәһбири билавал бутто зәрдари вәқә һәққидә твиттерда байанат елан қилди. у: «дөлитимизниң һәммә җайлири қайтидин қанаватиду. буниңға мунасивәтлик мәмликәтлик һәрикәт пиланини балдуррақ башлишимиз керәк» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر