трампниң шаһзадигә алақидар пакитларни қобул қилмайватқанлиқи илгири сүрүлди

америкида чиқидиған нйу йорк вақти гезити, америка пирезиденти доналд трампниң шаһзадиниң бу җинайәттә қоли барлиқи еһтималини қобул қилмаслиқта чиң туруватқанлиқини йазди.

1091360
трампниң шаһзадигә алақидар пакитларни қобул қилмайватқанлиқи илгири сүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: америкида чиқидиған нйу йорк вақти гезити, журналист җәмал қашиқҗиниң өлтүрүлүшидә сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадиси муһәммәд бин сәлманға ишарәт қилидиған пакитларниң көпәйгән болушиға қаримай, америка пирезиденти доналд трампниң шаһзадиниң бу җинайәттә қоли барлиқи еһтималини қобул қилмаслиқта чиң туруватқанлиқини йазди.

марк ландер имзалиқ «қашиқҗиға мунасивәтлик пакитларға қаримай, трамп тәхт вариси шаһзадиниң йенида турмақта. немә үчүн?» дегән анализда, трампниң америка мәркизий ахбарат идариси – CİA ниң қашиқҗини өлтүрүш буйруқини муһәммәд бин сәлманниң чүшүргәнлики тоғрисидики қарашларни өз ичигә алған доклати елан қилинмастинла уни нәзәрдин сақит қилишқа башлиғанлиқини әскәртти.

«трампқа нисбәтән шаһзадә муһәммәдниң телефонда өзиниң җинайәт билән алақисиниң йоқлуқини дейиши купайә» дегән ибаригә орун берилгән мақалидә, трампниң қашиқҗи җинайитидә ишәнчисини тәвритип қойидиған пакитларниң әң муһим бир парчиси болған аваз лентисиниму «азаблиғучи вә қорқунчлуқ»  икәнликини илгири сүрүп тиңшашни халимиғанлиқи вә буниң истихбарат хадимлири арисида пикир ихтилапи чиқириш мумкинчиликиниң барлиқи әскәртилди.

ландер мақалисини давамлаштуруп, «трампниң байанатлири, америка даирилириниң, ирандин исраилийә – пәләстин тинчлиқ сөһбитигичә болған оттура шәрқтики истратегийәсиниң тайанчи болған вә келишимләрниң көпинчисиниң һазирғичә пули төләнмигән болсиму, америка һәрбий қораллириниң муһим бир херидари болған сәуди тәхтиниң 33 йашлиқ варисиға қанчилиқ чоңқур мәбләғ салғанлиқини намайан қилип беридиған җанлиқ бир картена болди» дегәнләрни қәйт қилди.

америкиниң оттура шәрқ истратегийәсидә сәуди әрәбистанниң һалқилиқ орунға игә икәнлики билдүрүлгән мақалидә, қашиқҗиниң өлтүрүлүшидин кейин мәҗлистә һасил болған йәмәнгә қарши долқунға қарши ақсарайниң қашиқҗи вәқәсидин пайдилинип тоқунушларни әң қисқа вақит ичидә бесиқтуруши үчүн муһәммәд бин сәлманға бесим ишләтсә болидиғанлиқи қаришиму ортақлишилди.

мақалидә брукиң инсититутиниң сәуди әрәбистан ишлири бойичә пишқәдәм мутәхәссиси брус о.риеделниң «трамп даирилириниң йәмән арқилиқ мәҗлисни сетивалғили урунуватқанлиқини наһайити ениқ. бирақ бу, муһәммәд бин сәлманниң районда муқимлиқни бузғучи бир күч болуш мәсилисини һәл қилмайду» дегән анализиға орун берилди.

сәуди әрәбистанлиқ журналист җәмал қашиқҗиниң 2018 – йили 2 – өктәбир сәйшәнбә күни сәуди әрәбистанниң истанбулдики консулханисида вәһшийләрчә өлтүрүлгәниди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر