трамп: буниңдин кейин пакистанға йардәм қилмаймиз

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп буниңдин кейин пакистанға иқтисадий йардәм бәрмәйдиғанлиқлирини билдүрди.

1091352
трамп: буниңдин кейин пакистанға йардәм қилмаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент доналд трамп, иҗтимаий таратқу тори тивиттердики адреси арқилиқ пакистан һәққидә байанат берип, «пакистанға буниңдин кейин милйардларчә доллар пул бәрмәймиз, чүнки пулимизни елип биз үчүн һечбир иш қилип бәрмәйватиду» деди вә буниңға америка мәркизий ахбарат идариси – CİA ниң әлқаидәниң сабиқ лидери усамә бин ладинни пакистанда қолға чүшүргәнлики (2011 – йили май) ни мисал қилип көрсәтти.

у сөзини давамлаштуруп, «әлвәттә усамә бин ладинни униңдин хелила бурун қолға чүшүрүшимиз керәк иди. дунйа сода мәркизи һуҗуми (2001- йил сентәбир) дин илгири бу һәқтә китабимда тохталдим. (бил) клинтон пурсәтни кәткүзүп қойди. пакистанға милйарларчә доллар пул бәрдуқ, бизгә (бин ладинниң) у йәрдә йашаватқанлиқиниму дәп бәрмиди. әхмәқләр» дегән ибариләрни ишләтти.

трамп даирилири буниңдин илгириму пакистанға бериватқан маддий йардәмлирини қисқартқаниди. америка йанвар ейида байанат берип, пакистанниң бәзи террорлуқ тәшкилатлириға нисбәтән бихәтәр район болуп қалғанлиқи вә бу тәшкилатларниң афғанистанда вәқә пәйда қиливатқанлиқини илгири сүргән вә пакистанға берилидиған 255 милйон долларлиқ һәрбий йардәмни тохтитип қойғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر