фатһуллаһчилар билән алақиси бар бир америкилиқ сийасәтчи қамақ җазасиға һөкүм қилинди

америкида фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати билән йеқин мунасивити болған тексасниң сабиқ авам палата әзаси стев стокман қамақ җазасиға һөкүм қилинди.

1088325
фатһуллаһчилар билән алақиси бар бир америкилиқ сийасәтчи қамақ җазасиға һөкүм қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: америкида фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати билән йеқин мунасивити болған тексасниң сабиқ авам палата әзаси стев стокман чириклик, алдамчилиқ вә баҗ оғрилаш қатарлиқ 23 түрлүк җинайәт билән әйиблинип 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинди.

тексас һавстон сот мәһкимиси, стокманни кәң даирилик чириклик вә алдамчилиқ җинайити садир қилиш вә сайлам җәрйанида топлиған ианиләрни хусусий ишлириға сәрп қилиш вә сайлам паалийити қәрзлирини төләш үчүн ишлитиш билән әйиблиди.

стокманниң икки йардәмчиси мәзкур җинайәтләргә арилашқанлиқлирини етирап қилди. америка әдлийә министирлиқи бу һәқтә байанат берип, стокманниң почта алдамчилиқи, федератип сайлам комитетиға хата мәлумат бериш, пул ақлаш, сайлам ианилирини хусусий ишлириға сәрп қилиш, хата баҗ байаннамиси бериш вә йалған сөзләрни ишлитип хәйр-сахавәт орунлиридин пул топлаш қатарлиқ көплигән җинайәтләр билән әйиблинип қамаққа һөкүм қилинғанлиқини уқтурди.

йәнә бир тәрәптин, тексасниң сабиқ авам палата әзаси стев стокман, вәзипә өтәватқан мәзгилидә америкидики фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати қурулмиси билән йеқин мунасивәт орнатқанлиқи, тәшкилатниң тексастики көплигән паалийәтлиригә иштирак қилип нутуқларни сөзлигәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر