мусулда аптомобил бомба һуҗуми йүз бәрди
ирақниң мусул шәһиридә аптомобил бомба һуҗуми йүз берип, 3 адәм җенидин айрилди.
![мусулда аптомобил бомба һуҗуми йүз бәрди](http://cdn.trt.net.tr/images/xlarge/rectangle/c4f8/1cec/e157/5be528276f501.jpg?time=1718419505)
түркийә авази радийоси хәвири: мусул сақчи идариси хадими абдулқадир әлҗубури, шәһәрниң ғәрб тәрипидики бир ресторанға йеқин җайда бир аптомобил бомбиниң партлитилғанлиқини, һуҗумда дәсләпки мәлуматларға асасланғанда, 3 адәмниң өлүп, 6 адәмниң йариланғанлиқини қәйт қилди.
җубури, һазирчә һечқандақ бир тәрәпниң һуҗумниң җавабкарлиқини үстигә алмиғанлиқини, бирақ, даеш террорлуқ тәшкилатини җавабкар, дәп қарайдиғанлиқлирини билдүрди.
ирақниң сабиқ баш министири һәйдәр ибади, 2017 – йили декабирда байанат берип, «мусулниң аридин 3 йил өткәндин кейин даеш террорлуқ тәшкилатидин пүтүнләй қайтуруп елинғанлиқи» ни уқтурғаниди. бирақ, шәһәрниң чөл тәрипи билән ирақ – сурийә чеграсида мәвҗутлуқини давамлаштуруватқан даеш, пат – пат хәвпсизлик күчлири вә пуқраларға қарши һуҗумларни садир қилишни давамлаштурмақта.