сәуди әрәбистанда 45 нәпәр шаһзадә вә карханичи һазирму назарәттә тутулмақта

сәуди әрәбистанда алдинқи йили башланған чирикликкә қарши күрәш даирисидә, пайтәхт рийадтики 5 йултузлуқ «Ritz Carlton» меһманханисида назарәттә тутулған шаһзадә вә каханичилардин 45 киши һазирму назарәттә тутулмақта.

1082470
сәуди әрәбистанда 45 нәпәр шаһзадә вә карханичи һазирму назарәттә тутулмақта

түркийә авази радийоси хәвири: америкиниң вашингитон почта гезитидә кевин сулливан вә кәрим фәһим тәрипидин йезилған мақилида, һеч қандақ рәсмий әйибләш болмастин һазирму назарәттә тутуп туриливатқан 47 йашлиқ сәуди әрәбистан шаһзадиси түркий әл фәйсәлгә кәң орун аҗритилди. 

мақалида, рийадтики метро қурулушида чириклик қилиш билән әйибләнгәнлики илгири сүрүлгән шаһзадә түркий әл фәйсәлниң йуқири дәриҗилик йардәмчиси майор генерал әли әл каһтатниниң назарәттә тутулуш җәрйанида һайатидин айриғанлиқи вә өлүмигә сәвәб болған амилларниң бүгүнгә қәдәр толуқ мәниси билән изаһланмиғанлиқи әскәртилди.

сәуди әрәбистан баш мупәттишиниң чирикликкә қарши һәрикәтлиридә йәнә, 106 милйард доллар нәх пул, муқим мүлүкләр, кархана, қиммәтлик һөҗҗәт вә ва башқа мал мүлүкләрни мусадирә қилғанлиқи, җазалаш тәкшүрүши астидиму 56 кишини назарәттә тутқанлиқи билдүрүлди.

мақалида, сәуди әрәбистан тәхт вариси муһәммәд бин сәлманниң алдинқи ай «Bloomberg News» қанилида, «назарәттә тутуп туриливатқан кишиләрниң сани сәккиз» дәп байанат бәргәнлики, әмма вәқә һәққидә мәлуматқа игә башқа кишиләрниң болса, әслидә назарәттә тутуп туруливатқан киши саниниң 45 икәнликини вә уларниң һазирму мәхпий тутуливатқанлиқини илгири сүргәнлики қәйт қилинди.

мақалида, һәр қайси медийа органлириниң хәвәрлиридиму чириклик билән әйибләнгән бәзи кишиләрниң рийадниң җәнубидики бихәртәрлик тәдбирлири әң йуқири «әл хәйр» түрмисидә, йәнә бәзилириниң хусусий өйләрдә тутуп туруливатқанлиқи вә електиронлуқ ишкәл тақаш шәрт қилинғанлиқи илгири сүрүлгәнлики билдүрүлди.   

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر