талибан 13 адәмниң җениға замин болди

афғанистанда талибан бир сақчи контрол еғизиға һуҗум қилип нурғун сақчиниң җениға замин болди.

1081769
талибан 13 адәмниң җениға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистанниң ғәзни өлкисидики бир контрол еғизиға талибан һуҗум қилип 13 сақчиниң җениға замин болди.

ариф нори исимлик бир әмәлдар, талбианниң хогйани районидики бир сақчи контрол еғизиға һуҗум қилип 13 сақчиниң җениға замин болғанлиқини билдүрди.

нори тоқунушниң 3 саәт давамлашқанлиқини, 4и әскәр болуп 10дин артуқ адәмниң йариланғанлиқини ейтти.

талибан байанатчиси һабибуллаһ муҗаһид бу қетимқи һуҗумниң җавабкарлиқини үстигә алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر